< Зәбур 134 >

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Мана, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар, И, кечичә Пәрвәрдигарниң өйидә туридиған, Пәрвәрдигарниң барлиқ қуллири! 2 Муқәддәс җайда туруп қоллириңларни көтирип Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 3 Асман-зиминни Яратқучи Пәрвәрдигар силәрни Зиондин бәрикәтлигәй!

< Зәбур 134 >