< Зәбур 132 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан барлиқ җәбир-җапаларни яд әткәйсән;
2 У Пәрвәрдигарға қандақ қәсәм ичкән, Яқуптики қудрәт Егисигә қандақ вәдә қилған: —
3 «Пәрвәрдигарға турар җайни, Яқупниң қудрәтлик Егисигә маканни тапмиғичә, Өйүмдики һуҗриға кирмәймән, Кариваттики көрпәмгә чиқмаймән, Көзүмгә уйқини, Қапақлиримға үгдәшни бәрмәймән».
4
5
6 Мана, биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ; Уни орманлиқ етизлардин таптуқ;
7 Униң турар җайлириға берип кирәйли, Униң тәхтипәри алдида сәҗдә қилайли;
8 Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар, Сән қудритиңниң ипадиси әһдә сандуғуң билән, Өз арамгаһиңға киргин!
9 Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийиндүрүлсун, Мөмин бәндилириң тәнтәнилик авазни яңратсун!
10 Қулуң Давут үчүн, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән;
11 Пәрвәрдигар Өз һәқиқити билән Давутқа шу қәсәмни қилди, У униңдин һеч янмайду: — У: — «Өз пуштиңдин чиққан мевидин бирисини тәхтиңдә олтарғузимән;
12 Пәрзәнтлириң Мениң әһдәмни, Һәм Мән уларға үгитидиған агаһ-гувалиримни тутса, Уларниң пәрзәнтлири мәңгүгә тәхтиңдә олтириду» — дегән.
13 Чүнки Пәрвәрдигар Зионни таллиған; У Өз макани үчүн уни халиған.
14 Мана У: — «Бу мәңгүгә болидиған арамгаһимдур; Мошу йәрдә туримән; Чүнки Мән уни халаймән.
15 Мән униң рисқини интайин зор бәрикәтләймән; Униң йоқсуллирини нан билән қандуримән;
16 Униң каһинлириға ниҗатлиқни кийгүзимән, Униң мөмин бәндилири шатлиқтин тәнтәнилик авазни яңритиду.
17 Мән бу йәрдә Давутниң мүңгүзини бихландуримән; Өзүмниң мәсиһ қилғиним үчүн йоруқ бир чирақ бекиткәнмән;
18 Униң дүшмәнлиригә шәрмәндиликни кийгүзимән; Амма униң кийгән таҗи бешида ронақ тапиду» — деди.