< Зәбур 132 >

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан барлиқ җәбир-җапаларни яд әткәйсән; 2 У Пәрвәрдигарға қандақ қәсәм ичкән, Яқуптики қудрәт Егисигә қандақ вәдә қилған: — 3 «Пәрвәрдигарға турар җайни, Яқупниң қудрәтлик Егисигә маканни тапмиғичә, Өйүмдики һуҗриға кирмәймән, Кариваттики көрпәмгә чиқмаймән, Көзүмгә уйқини, Қапақлиримға үгдәшни бәрмәймән». 4 5 6 Мана, биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ; Уни орманлиқ етизлардин таптуқ; 7 Униң турар җайлириға берип кирәйли, Униң тәхтипәри алдида сәҗдә қилайли; 8 Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар, Сән қудритиңниң ипадиси әһдә сандуғуң билән, Өз арамгаһиңға киргин! 9 Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийиндүрүлсун, Мөмин бәндилириң тәнтәнилик авазни яңратсун! 10 Қулуң Давут үчүн, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән; 11 Пәрвәрдигар Өз һәқиқити билән Давутқа шу қәсәмни қилди, У униңдин һеч янмайду: — У: — «Өз пуштиңдин чиққан мевидин бирисини тәхтиңдә олтарғузимән; 12 Пәрзәнтлириң Мениң әһдәмни, Һәм Мән уларға үгитидиған агаһ-гувалиримни тутса, Уларниң пәрзәнтлири мәңгүгә тәхтиңдә олтириду» — дегән. 13 Чүнки Пәрвәрдигар Зионни таллиған; У Өз макани үчүн уни халиған. 14 Мана У: — «Бу мәңгүгә болидиған арамгаһимдур; Мошу йәрдә туримән; Чүнки Мән уни халаймән. 15 Мән униң рисқини интайин зор бәрикәтләймән; Униң йоқсуллирини нан билән қандуримән; 16 Униң каһинлириға ниҗатлиқни кийгүзимән, Униң мөмин бәндилири шатлиқтин тәнтәнилик авазни яңритиду. 17 Мән бу йәрдә Давутниң мүңгүзини бихландуримән; Өзүмниң мәсиһ қилғиним үчүн йоруқ бир чирақ бекиткәнмән; 18 Униң дүшмәнлиригә шәрмәндиликни кийгүзимән; Амма униң кийгән таҗи бешида ронақ тапиду» — деди.

< Зәбур 132 >