< Зәбур 130 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Чоңқур йәрләрдин Саңа пәряд көтиримән, и Пәрвәрдигар;
2 И Рәб, авазимни аңлиғайсән; Қулақлириңни йелиниш садайимға салғайсән;
3 Әгәр Сән Яһ, қәбиһликләрни сүрүштүрүп санисаң, Әнди Рәб, ким тик туралайду?
4 Бирақ Сәндә мәғпирәт-кәчүрүм бардур; Шуңа Сәндин әйминишкә болиду.
5 Пәрвәрдигарни күтүватимән; Җеним күтүватиду; Униң сөзигә үмүт бағлидим.
6 Түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ, Бәрһәқ, түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ, Җеним Рәбкә тәшна болуп күтмәктә.
7 И Исраил, Пәрвәрдигарға үмүт бағлаңлар; Чүнки Пәрвәрдигарда өзгәрмәс муһәббәт бардур; Униңда зор ниҗатлиқларму бар;
8 У Исраилни барлиқ қәбиһликлиридин бәдәл төләп қутқузиду.