< Зәбур 128 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Униң йоллирида маңидиғанларниң һәр бири бәхитликтур!
2 Чүнки сән өз қолуңниң әҗрини йәйсән; Бәхитлик болисән, ронақ таписән;
3 Аялиң болса өйүң ичидә мевилик үзүм телидәк болиду; Балилириң дәстиханиңни чөридәп, зәйтун дәрәқлиридәк тизилип олтириду;
4 Мана, Пәрвәрдигардин қорқидиған киши шундақ бәхитни көриду.
5 Пәрвәрдигар саңа Зион теғидин бәхит ата қилғай; Сән өмрүң бойичә Йерусалимниң аватлиғини көргәйсән;
6 Пәрзәнтлириңниң пәрзәнтлирини көргәйсән; Исраилға арам-течлиқ болғай!