< Зәбур 126 >

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә, Биз чүш көргәндәкла болдуқ; 2 Ағзимиз күлкигә, Тилимиз шатлинишқа толди; Шу тапта әлләр арисида улар: — «Пәрвәрдигар уларға зор ишларни қилип бәрди» — дейишти. 3 Пәрвәрдигар дәрвәқә биз үчүн зор ишларни қилди, Биз булардин шатлинимиз. 4 Җәнуптики қуруқ ериқлар [шар-шар суларға] айландурулғандәк, Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар; 5 Көз яшлирини еқитип териғанлар шатлиқ билән орар; 6 Жиғлап жүрүп чачидиған уруқни көтәргән киши, Бәрһәқ, шатлиқ-тәнтәнә билән ориған бағлирини көтирип қайтип келиду.

< Зәбур 126 >