< Зәбур 125 >

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур; Уни тәврәткили болмайду, У мәңгүлүк туриду. 2 Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған, Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәткичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду. 3 Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисини башқурмайду; Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин. 4 Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән; Көңли дурусларғиму шундақ болсун. 5 Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса, Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду. Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай!

< Зәбур 125 >