< Зәбур 121 >

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән; Мениң ярдимим қәйәрдин келур? 2 Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур; Асман-зиминни Яратқучидиндур. 3 У путуңни һеч тейилдурмайду; Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду! 4 Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду! 5 Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур; Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур. 6 Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду; 7 Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду; У җениңни сақлайду; 8 Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни, Буниңдин кейин әбәдил-әбәткичә сақлайду.

< Зәбур 121 >