< Зәбур 120 >

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Бешимға күн чүшкәндә мән Пәрвәрдигарға нида қилдим; У маңа җавап бәрди. 2 И Пәрвәрдигар, җенимни ялған сөзләйдиған ләвләрдин, Алдамчи тилдин қутулдурғайсән. 3 Саңа немә берилиду, Саңа немә қошулуши керәк, Әй алдамчи тил? 4 — Палван атқан өткүр оқлар, Арча чоғлири саңа тәгсун! 5 Мәшәк диярида мусапир болуп яшиғинимға, Кедар чедирлири арисида турғинимға һалимға вай! 6 Мән течлиққа өчләр арисида узундин буян туруватимән; 7 Мән течлиқпәрвәрмән; Бирақ гәп қилсам, улар урушимизла, дәйду.

< Зәбур 120 >