< Зәбур 113 >

1 Һәмдусана! Мәдһийиләңлар, и Пәрвәрдигарниң қуллири, Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар! 2 Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә, Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! 3 Күн чиқардин күн патарға, Пәрвәрдигарниң нами мәдһийилинишкә лайиқтур! 4 Пәрвәрдигар әлләрдин жуқури көтирилди; Шан-шәриви әршләрдин жуқуридур. 5 Кимму Пәрвәрдигар Худайимизға тәң болалисун — Өз макани жуқурида болсиму, 6 Асманларға һәм йәргә қараш үчүн, Өзини төвән қилғучиға? 7 Намрат кишини У топа-чаңдин көтириду; Қиғлиқтин йоқсулни жуқурилитиду; 8 Уни есилзадиләр қатариға, Йәни Өз хәлқиниң есилзадилири арисиға олтарғузиду; 9 У туғмас аялни өйгә орунлаштуруп, Уни оғулларниң хошал аниси қилиду. Һәмдусана!

< Зәбур 113 >