< Зәбур 112 >

1 Һәмдусана! Пәрвәрдигардин әйминидиған, Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур! 2 Униң нәсли зиминда туруп күч-қудрәтлик болиду; Дурусларниң дәври бәхитлик болиду. 3 Униң өйидә дөләт һәм байлиқлар болиду; Һәққанийлиғи мәңгүгә туриду. 4 Қараңғулуқта турған дурус адәмгә нур пәйда болиду; У шәпқәтлик, рәһимдил һәм һәққанийдур. 5 Хәйрхаһ, өтнә берип туридиған адәмниң бәхити болиду; У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду. 6 Бәрһәқ, у әбәдий тәвритилмәйду; Һәққаний адәм мәңгүгә әслиниду. 7 У шум хәвәрдин қорқмайду; Униң көңли тоқ һалда, Пәрвәрдигарға таянған. 8 Дили мәһкәм қилинған, у қорқмайду; Ахирида у рәқиплириниң мәғлубийитини көриду. 9 У өзиниңкини мәртләрчә тарқатқан, Йоқсулларға бериду; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду; Униң мүңгүзи иззәт-шөһрәт билән көтирилиду. 10 Рәзил адәм буни көрүп чидимайду, Чишлирини ғуҗурлитиду, у ерип кетиду; Рәзилләрниң арзу-һәвиси йоқитилиду.

< Зәбур 112 >