< Зәбур 111 >

1 Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, Һәм җамаәттә туруп, Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән. 2 Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур; Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә. 3 Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур, Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду. 4 У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду; Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдилликтур. 5 У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду; Өз әһдисини һемишә яд етиду. 6 У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип, Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди. 7 Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур; Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур. 8 Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур; Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур. 9 У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти; Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти; Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами. 10 Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур; Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур; Униң мәдһийиси мәңгү туриду.

< Зәбур 111 >