< Зәбур 106 >

1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити. 2 Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду? Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду? 3 Бәхитликтур адаләтни тутқан, Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши! 4 Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар; Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин! 5 Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй, Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай, Өз мирасиң [болған хәлқиң] билән пәхирлинип, яйрап жүрәй! 6 Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ, Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ. 7 Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай, Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди; Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди. 8 Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп, Өз нами үчүн уларни қутқузди. 9 Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән, У қупқуруқ болди; Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк, У уларни деңиз тәглиридин [қуруқ] өткүзди. 10 Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди, Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди. 11 Явларни сулар басти, Уларниң һеч бирси сақ қалмиди. 12 Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди; Улар Уни күйлиди. 13 Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди, Несиһәтини күтмиди; 14 Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди, Чөл-баяванда Тәңрини синиди. 15 Шуңа У сориғинини уларға бәрди, Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди. 16 Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди, Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди. 17 Йәр ечилип Датанни жутувәтти, Абирамни адәмлири билән қапсивалди. 18 Әгәшкүчилири арисида от йеқилди; Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти. 19 Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди, Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип, 20 Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға, От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди. 21 Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди. 22 Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан, Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани [унтуди]. 23 У уларни һалак қилимән дегән еди — Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса, — Дәрвәқә шундақ қилған болар еди. 24 Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди, Униң вәдисигә ишәнмиди; 25 Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп, Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди. 26 Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: — Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән — 27 Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп, Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди. 28 Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди. 29 Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди, Улар арисида ваба қозғалди; 30 Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди, Шуниң билән ваба тосулди; 31 Бу иш [Финиһасқа] һәққанийәт дәп һесапланди, Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди. 32 Улар йәнә [Пәрвәрдигарни] мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди, Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти; 33 Чүнки улар униң роһини териктүрди, Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди. 34 Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип, [Шу] йәрдики қовмларни йоқатмиди; 35 Бәлки ят әлләр билән арилишип, Уларниң қилиқлирини үгәнди; 36 Уларниң бутлириға чоқунди, Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти; 37 Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди. 38 Шундақ қилип улар бегуна қанни, Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти; Зимини қанға булғинип кәтти. 39 Улар өз қилмишлири билән булғанди; Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди. 40 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди, У Өз мирасидин йиргәнди; 41 Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди, Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди. 42 Дүшмәнлири уларни әзди, Улар яв қоли астида егилип пүкүлди. 43 Көп қетим [Пәрвәрдигар] уларни қутқузди; Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди, Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти. 44 Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда, Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди; 45 Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди, Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди, 46 У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти. 47 Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз! Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа, Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә, Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән! 48 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға, Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Пүткүл хәлиқ «Амин» десун! Һәмдусана!

< Зәбур 106 >