< Зәбур 105 >

1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, Униң намини чақирип илтиҗа қилиңлар, Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар! 2 Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар; Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар. 3 Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар, Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун! 4 Пәрвәрдигарни һәмдә Униң күчини издәңлар, Дидар-һозурини тохтимай издәңлар. 5 Униң яратқан мөҗизилирини, Карамәт-аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар, 6 И Униң қули Ибраһим нәсли, Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири! 7 У, Пәрвәрдигар — Худайимиз, Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур. 8 Өзи түзгән әһдисини әбәдий ядида тутиду — — Бу Униң миң әвлатқичә вәдишләшкән сөзидур, — 9 Йәни Ибраһим билән түзгән әһдиси, Исһаққа ичкән қәсимидур. 10 У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди, Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: — 11 «Саңа Қанаан зиминини беримән, Уни мирасиң болған несивәң қилимән», — деди, 12 — Гәрчә шу чағда уларниң сани аз, Етиварға елинмиған, шу йәрдики мусапирлар болсиму. 13 Улар у жуттин бу жутқа, Бу әлдин у қәбилигә кезип жүрди; 14 У һеч кимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: — 15 Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә, Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма! — деди. 16 У әшу жутқа ачарчилиқни буйруди, Тирәк болған аш-нанни қурутувәтти. 17 У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди, Йүсүп қул қилип сетилған еди. 18 Униң путлири зәнҗирдә ағриди, Униң җени төмүргә кирип қисилди; 19 Шундақла та өзигә ейтилған вәһий әмәлгә ашурулғичә, Пәрвәрдигарниң сөз-калами уни синап тавлиди; 20 Пирәвн адәмлирини әвәтип уни бошатқузди, Қовмларниң һөкүмдари уни һөрлүккә чиқарди. 21 Уни өз ордисиға ғоҗидар қилип қойди, Пүтүн мал-мүлкигә башлиқ қилип тайинлап, 22 Өз вәзирлирини униң ихтиярида болуп тәрбийилинишкә, Ақсақаллириға даналиқ үгитишкә тапшурди. 23 Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди, Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди. 24 [Пәрвәрдигар] Өз хәлқини көп нәсиллик қилип, Әзгүчилиридин күчлүк қилди. 25 У [Мисирлиқларниң] қәлбидә Өз хәлқигә нәпрәт һасил қилди, Уларни Өз қуллириға һейлә-микирлик болушқа майил қилди. 26 У Өз қули болған Мусани, Өзиниң таллиғини Һарунни йоллиди. 27 Улар [Мисирда] илаһий аламәтләрни аян қилип, Һам зиминида униң мөҗизилирини орнатти. 28 Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, [Зиминни] зулмәткә қаплитивәтти; [Мисирлиқлар] Униң әмригә қарши турған әмәсму? 29 У уларниң сулирини қанға айландурди, Белиқлирини қурутивәтти. 30 Уларниң йәрлирини миж-миж пақилар басти, Шаһ-әмирлириниң һуҗрилириғиму улар толуп кәтти. 31 У бир сөз биләнла, ғуж-ғуж чивинлар бесип кәлди; Һәммә булуң-пучқақларда ғиң-ғиң учар чүмүлиләр. 32 У ямғурниң орниға мөлдүр яғдуруп, Бу зиминға ялқунлуқ от чүшүрди. 33 У үзүм таллирини, әнҗур дәрәқлирини урди, Зиминдики дәрәқләрни сундурувәтти. 34 У бир сөз қилиши биләнла, чекәткиләр кәлди, Сансиз жутқур һашарәтләр мижилдап, 35 Зиминида бар болған гияларни жутувәтти, Етизларниң барлиқ һосуллирини йәп түгәтти. 36 [Ахирда] зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни, Уларниң ғурури болған биринчи оғул балилирини қиривәтти. 37 Өз хәлқини болса, алтун-күмүчләрни көтәргүзүп чиқарди, Қәбилилиридә бирисиму жиқилип чүшүп қалғини йоқ. 38 Уларниң чиққиниға Мисир хошал болди, Чүнки уларниң вәһимиси [Мисирлиқларға] чүшти. 39 У уларға булутни сайивән болушқа, Отни түндә нур болушқа бәрди. 40 Улар сориди, У бөдиниләрни чиқарди, Уларни самавий нан билән қандурди. 41 У ташни ярди, сулар булдуқлап чиқти; Қақаслиқта дәриядәк ақти. 42 Чүнки У бәргән муқәддәс сөзини, Өз қули Ибраһимни әстә тутти. 43 У хәлқини шат-хурамлиқ билән, Өз таллиғинини шатиянә тәнтәниләр билән [азадлиққа] чиқарди. 44 У уларға әлләрниң зиминлирини берип, Уларни хәлиқләрниң әҗир-меһнәтлиригә муйәссәр қилди, 45 Бу, уларниң Униң бәлгүлимилирини тутуп, Қанунлириға итаәт қилиши үчүн еди! Һәмдусана!

< Зәбур 105 >