< Зәбур 101 >
1 Давут язған күй: — Мән өзгәрмәс муһәббәт һәм адаләт тоғрилиқ нахша ейтимән, Сени, и Пәрвәрдигар, нахшилар билән күйләймән.
2 Мән мукәммәл йолда еһтият билән иш көримән; Сән қачанму йенимға келисән!? Өз өй-ордамда сап көңүл билән жүримән.
3 Һеч пасиқ нәрсини көз алдимға кәлтүрмәймән, Йолдин чәтнигәнләрниң қилмишлириға нәпрәтлинимән; Бундақлар маңа һеч йепишмас әсла.
4 Әгир көңүл мениңдин жирақ кетиду, Һеч рәзилликни тонуғум йоқтур.
5 Кимки өз йеқининиң кәйнидин төһмәт қилған болса, Мән уни йоқитимән; Нәзири үстүн, дили тәкәббур адәмни мән сиғдурмаймән;
6 Көзлирим зиминдики мөминләрдидур, Улар ордамда мән билән биллә турсун! Ким мукәммәл йолда маңса, у мениң хизмитимдә болиду.
7 Алдамчилиқ жүргүзгәнләрниң өй-ордамда орни болмайду, Ялған сөзлигәнләр көз алдимда турмайду.
8 Пәрвәрдигарниң шәһиридин яманлиқ қилғучиларни үзүп ташлаш үчүн, Һәр сәһәрдә зиминдики барлиқ рәзил адәмләрни йоқитимән.