< Зәбур 100 >

1 Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: — И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар! 2 Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар, Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар! 3 Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! Биз униң хәлқидурмиз, Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз. 4 Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән, Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар; Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 5 Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә, Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур!

< Зәбур 100 >