< Пәнд-несиһәтләр 7 >
1 И оғлум, сөзлиримгә әмәл қил, Тапшуруқлиримни жүригиңдә сақла.
2 Тапшуруқлиримға әмәл қилсаң, яшнайсән; Тәлимлиримни көз қаричуқуңни асриғандәк асра.
3 Уларни бармақлириңға теңип қой, Қәлб тахтаңға йезивал.
4 Даналиқни, сән һәдә-сиңлим, дегин, Пәм-парасәтни «туққиним» дәп чақир.
5 Шундақ қилсаң, улар сени ят хотундин жирақлаштуриду, Ағзидин силиқ сөз чиқидиған йочун аялдин нери қилиду.
6 [Бир қетим] өйниң деризә көзнәклиридин ташқириға қариғинимда,
7 Бир нәччә яш, садда жигитләрни көрдүм, Уларниң ичидин бир әқилсизни көрүп қалдим,
8 У коча бойлап бузуқ [хотун турушлуқ] доқмуштин өтүп, Андин униң өйи тәрәпкә қарап маңди.
9 Кәчқурун қараңғу чүшкәндә, Зулмәт кечә, ай қараңғусида [ишики алдидин өтти].
10 Мана, өйдин бир хотун чиқип уни күтүвалди; Кийими паһишә аялларниңкидәк болуп, Нийити һейлә-микир еди.
11 Ағзи бишәм-һаясиз, наһайити җаһил бир хотун, У өйидә турмайду,
12 Бирдә мәһәллидә, бирдә мәйданларда, У кочилардики һәр доқмушта пайлап жүриду.
13 Һелиқи яш жигитни тартип, уни сөйүп, Номуссизларчә униңға: —
14 «Өйүмдә «енақлиқ қурбанлиғи» гөши бар, Мән бүгүн Худаға қәсәм қилған қурбанлиқни қилдим,
15 Шуңа мән сизни чақирғили чиқтим, Дидариңизға тәлпүнүп издидим. Әнди сизни тепивалдим!
16 Карвитимға Мисирниң кәштилик, йоллуқ либас япқучлирини яптим.
17 Орун-көрпилиримгә хуш пурақ мурмәкки, муәттәр вә қовзақ дарчинларни чачтим.
18 Келиң, таң атқичә муһәббәтлишәйли, ойнап һозурлинайли, Көңлимиз қанғичә өз ара әйш-ишрәт қилайли,
19 Ерим өйдә йоқ, жирақ сәпәргә чиқип кәтти.
20 У бир һәмян пул елип кәтти, Ай толғичә у өйгә кәлмәйду» — деди.
21 Аял көп шерин сөзлири билән раса қизиқтурди, Чирайлиқ гәплири билән уни әсир қиливалди.
22 Союшқа елип маңған өкүздәк, Һамақәт киши кишән билән җазаға маңғандәк, Қилтаққа чүшкән қуштәк, Жигит униң кәйнидин маңди. Җигирини оқ тешип өтмигучә, У бу ишниң һаятиға замин болидиғанлиғини һеч билмәйду.
23
24 И оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар, Дегәнлиримгә қулақ селиңлар,
25 Қәлбиңларни бундақ хотунниң йолиға кәткүзмәңлар, Униң алдам халтисиға чүшүп кәтмәңлар.
26 Бундақ аял нурғун кишиләрни жиқитип яриландурған, Униң боғузлиған адәмлири толиму көптур,
27 Униң өйи болса тәһтисараниң кириш еғизидур, Адәмни «һалакәт меһманханиси»ға чүшүрүш йолидур. (Sheol )