< Пәнд-несиһәтләр 14 >

1 Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар; Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар. 2 Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар; Қиңғир йолда маңған киши [Худани] көзгә илмас. 3 Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар; Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар. 4 Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар; Бирақ өкүзниң күчи болғандила [саңға] ашлиқ толар. 5 Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. 6 Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр. 7 Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, Униңдин өзүңни нери тарт. 8 Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур; Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур. 9 Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду, Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар. 10 Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр; Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас. 11 Яманниң өйи өрүлүп чүшәр; Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр. 12 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. 13 Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар, Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар. 14 Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр; Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр. 15 Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр; Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар. 16 Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр; Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар. 17 Териккәк ахмақлиқ қилар; Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар. 18 Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар. 19 Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида [баш урар]. 20 Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. Байниң дости болса көптур. 21 Йеқинини пәс көргән гунакардур; Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар. 22 Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар. 23 Һәммә меһнәттин пайда чиқар; Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар. 24 Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар. 25 Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; Ялған-явидақ сөзләйдиған [гувачи] ялған гәпни нәпәстәк тинар. 26 Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, Униң балилириму һимайигә егә болар. 27 Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар. 28 Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур. 29 Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур; Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар. 30 Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур; Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар. 31 Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур; Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур. 32 Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар. 33 Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар; Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас. 34 Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр; Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар. 35 Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр; Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр.

< Пәнд-несиһәтләр 14 >