< Пәнд-несиһәтләр 12 >

1 Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур; Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур. 2 Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр; Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр. 3 Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас; Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс. 4 Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур; Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр. 5 Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар; Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур. 6 Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур; Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар. 7 Яманлар ағдурулуп, йоқилар; Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар. 8 Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар; Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас. 9 Пеқир туруп хизмәткари бар киши, Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур. 10 Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар; Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур. 11 Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар; Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур. 12 Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар; Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар. 13 Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар; Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар. 14 Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар; Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар. 15 Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр; Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур. 16 Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас. 17 Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр; Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр. 18 Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар; Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур. 19 Растчил мәңгү турғузулиду; Ләвзи ялған болса бирдәмликтур. 20 Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур; Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр. 21 Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс; Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр. 22 Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар. 23 Пәмлик адәм билимини йошурар; Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар. 24 Тиришчан қол һоқуқ тутар; Һорун қол алванға тутулар. 25 Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр; Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар. 26 Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр; Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар. 27 Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс; Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур. 28 Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар; Шу йолда өлүм көрүнмәстур.

< Пәнд-несиһәтләр 12 >