< Пәнд-несиһәтләр 11 >

1 Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Адил җиң теши Уни хурсән қилар. 2 Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр; Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар. 3 Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр; Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар. 4 Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас; Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар. 5 Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар; Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар. 6 Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар; Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар. 7 Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар; Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар. 8 Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар; Рәзил адәм униң орниға тутулар. 9 Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар. 10 Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар. 11 Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар. 12 Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; Амма йорутулған адәм ағзини жиғар. 13 Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар; Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас. 14 Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар; Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар. 15 Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас; Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар. 16 Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс; Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс. 17 Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар; Рәһимсиз өз тенини ағритар. 18 Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар; Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар. 19 Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар; Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар. 20 Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур. 21 Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас; Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар. 22 Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун, Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур. 23 Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур. 24 Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр; Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар. 25 Мәрт адәм әтлинәр; Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар. 26 Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду; Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр. 27 Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар; Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр. 28 Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар; Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр. 29 Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар; Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар. 30 Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур; Дана киши көңүлләрни [һаятлиққа] майил қилар. 31 Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда [сәһвәнлиги үчүн] бәдәл төлигән йәрдә, Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?

< Пәнд-несиһәтләр 11 >