< Пәнд-несиһәтләр 10 >

1 Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: — Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар. 2 Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас; Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар. 3 Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас; Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр. 4 Һорунлуқ кишини гадай қилар; Ишчанлиқ болса баяшат қилар. 5 Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур; Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур. 6 Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр; Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар. 7 Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур; Яманларниң нами болса, сесиқ қалар. 8 Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. 9 Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур, Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду. 10 Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. 11 Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур, Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар. 12 Өчмәнлик җедәл қозғар; Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар. 13 Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар; Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр. 14 Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар; Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар. 15 Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур; Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур. 16 Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар, Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур. 17 Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар; Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур. 18 Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас; Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур. 19 Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас, Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур. 20 Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч; Яманниң ойлири толиму әрзимәстур. 21 Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр; Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр. 22 Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар; У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас. 23 Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр; Амма даналиқ йорутулған кишиниң [хурсәнлигидур]. 24 Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар; Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар. 25 Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар; Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур. 26 Адәм аччиқ су жутувалғандәк, Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк, Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар. 27 Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар, Яманниң өмри қисқартилар. 28 Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр; Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар. 29 Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур; Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур. 30 Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур; Яманлар зиминда узун турмас. 31 Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар; Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар. 32 Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.

< Пәнд-несиһәтләр 10 >