< Филиппилиқларға 4 >

1 Әнди, әй қериндашлирим, сөйгәнлирим вә тәлпүнгәнлирим, мениң шат-хурамлиғим, мениң бешимниң таҗи болғучилар, Рәбдә чиң туруңлар, и сөйгәнлирим! 2 Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар! 3 Дурус, мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим, бу аялларниң ярдимидә болғин; мана улар мән вә Климәнт билән биллә, шундақла намлири «һаятлик дәптири»гә хатириләнгән башқа хизмәтдашлирим билән биллә хуш хәвәр хизмитини илгири сүрүштә биргә күрәш қилған. 4 Рәбдә шатлиниңлар; мән йәнә ейтимәнки, шатлиниңлар! 5 Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур! 6 Һеч иш тоғрилиқ әндишә қилмаңлар; бәлки һәр бир ишта тәшәккүр ейтип тилигиңларни Худаға дуа һәм илтиҗа арқилиқ мәлум қилиңлар; 7 шу чағда адәмниң ойлиғинидин ешип чүшидиған, Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду. 8 Ахирида, әй қериндашлирим, немә ишлар һәқиқәт, немә ишлар алийҗанаб, немә ишлар һәққаний, немә ишлар пак, немә ишлар хуш-йеқимлиқ, немә ишлар шан-шөһрәтлик болса, қисқиси һәр қандақ ишларда әхлақ-пәзиләт яки махташқа лайиқ тәрәпләр бар болса, шу ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар. 9 Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә мәндә көргәнләрниң һәр қандиқи болса, силәр шуларға әмәл қилиңлар; шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду. 10 Әнди мән Рәбдә зиядә шатландимки, силәр һазир ахирда маңа болған көйүмчанлиғиңларни қайтидин көрсәттиңлар (билимәнки, маңа дайим көйүнүп кәлдиңлар, амма пәқәтла көрситиш пурсити чиқмиди). 11 Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим. 12 Мән осал әһвалда яшашни билимән, һәм кәңричиликтә яшашниму билимән. Һәр ишта, һәр әһвалда, һәм тоқлуқта һәм ачлиқта, һәм баяшатчилиқта һәм муһтаҗлиқта яшашниң сирини үгинивалдим. 13 Маңа қудрәт Бәргүчигә тайинип һәммә ишни қилалайдиған болдум. 14 Һалбуки, мениң қийинчилиғимға ортақ болушуңлар билән яхши қилдиңлар. 15 Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған. 16 Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар. 17 Мениң бундақ дейишим, силәрдин бирәр соғатни издәп сориғиним әмәстур, издигиним болса һесаватиңларға [роһий] мевиниң көп топлинишидин ибарәттур. 18 Лекин мәндә һәммә нәрсә бар, һәтта йетип ашқидәк бар; силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум. Бу әвәткиниңлар интайин хушбуй, Худаға қобул болғидәк, шундақла Уни хурсән қилидиған бир қурбанлиқтәк еди. 19 Вә мениң Худайим силәр муһтаҗ болған һәммә нәрсини Мәсиһ Әйсада болған шан-шәривидики байлиқларға асасән мол тәминләйду. 20 Әнди Худайимиз һәм Атимизға әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин. (aiōn g165) 21 Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам йәткүзүңлар. Йенимдики қериндашлардинму силәргә салам! 22 Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин, болупму Қәйсәр [императорниң] ордисида болғанлардин силәргә салам! 23 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай!

< Филиппилиқларға 4 >