< Филиппилиқларға 3 >

1 Ахирида, әй қериндашлирим, Рәбдә шатлиниңлар! Буларни силәргә қайта йезиш мән үчүн аваричилик әмәс, бәлки силәргә аманлиқ елип келиду. 2 Иштлардин һези болуңлар, яманлиқ қилғучилардин һези болуңлар, «тилим-тилим кәскүчиләр»дин һези болуңлар! 3 Чүнки һәқиқий сүннәтликләр болса Худаниң Роһи арқилиқ ибадәт қилғучи, Мәсиһ Әйсадин пәхирлинип тәнтәнә қилғучи, әткә таянмайдиған бизләрдурмиз. 4 Мениңму әткә таянғичилигим бар! Башқилар «өз әтлиримгә таянсам болиду» десә, мән техиму шундақ; 5 сүннәткә кәлсәк, мән туғулуп сәккизинчи күни сүннәт қилиндим; Исраил миллитидин, Биняминниң қәбилисидинмән, «Ибранийларниң ибранийиси»мән; Тәврат-қануни тәрәптин ейтқанда, «Пәрисий» мәзһипидиму болғанмән; 6 Худаға болған қизғинлиғимға кәлсәк, җамаәткә зиянкәшлик қилғучи едим; Тәврат қануни тәләп қилған һәққанийлиққа кәлсәк, әйивисиз едим; 7 амма маңа немә иш «пайдилиқ» болса, буларни Мәсиһ сәвәвидин зиянлиқ дәп һесаплидим; 8 Мәсиһ Әйса Рәббимни тонушниң әвзәллиги вәҗидин, мән башқа һәммә ишни зиянлиқ дәп һесаплаймән; мән дәрвәқә Униң үчүнму һәммидин мәһрум болған; бәрһәқ, Мәсиһкә еришишим үчүн буларни ниҗасәт дәп һесаплаймәнки, 9 Мәсиһтә болуп, өзүмдики қандақтур һәққанийлиқ (Тәврат қанунидин чиққан һәққанийлиқ)тин ваз кечип, Мәсиһниң етиқат-садиқлиғи арқилиқ болған һәққанийлиқ, йәни етиқат арқилиқ Худадин болған һәққанийлиққа еришәләймән; 10 муддиайим Уни тонуштур, — йәни Униң өлүп тирилишиниң күч-қудритидә яшап, Униң азаплириға сирдаш-һәмдәмликтә болуп, Униң өлүмини үлгә қилип өзгәртилип, 11 шундақла мүмкин қәдәр өлүмдин тирилишкә йетишни муддиа қилимән. 12 Уларға ериштим яки камаләткә йәттим демәкчи әмәсмән; лекин Мәсиһ Әйсаниң мени тутувелишида болған муддиа-нишанини өзүм тутувалсам дәп чепип жүрмәктимән. 13 Қериндашлар, мән өзүмни уни тутувалдим дәп қаримаймән. Пәқәт шу бир ишнила қилимәнки, өтүп кәткән ишларни унтуп, алдимдики ишларға интилип, 14 нишанни қоғлап, Худаниң Мәсиһ Әйсада болған бүйүк чақириқидики инъамиға қарап чепип жүрмәктимән. 15 Әнди аримиздин кимки пишип йетилгән болса шу ой-мәхсәттә болайли. Әгәр башқичә ой-мәхсәттә болсаңлар, Худа буниму силәргә көрситип бериду. 16 Қандақла болмисун, қандақ өлчәмгә йәткән болсақ, шу өлчәм бойичә қәдәм бесиверәйли. 17 Мени үлгә қилип әгишиңлар, әй қериндашлар, шундақла биз силәргә тикләп бәргән нәмунә бойичә охшаш йолда маңғанларғиму көзүңларни тикип, улардин үгиниңлар. 18 Чүнки силәргә көп қетим ейтқинимдәк, вә һазирму көз яшлирим билән қайта ейтимәнки, нурғун кишиләр Мәсиһниң крестиға дүшмән болуп маңмақта. 19 Уларниң ақивити һалакәттур, худаси өзиниң қарнидур, шәриви қилип махтанғини өз номуссизлиғидур, ойлиғанлири пәқәт бу дуниядики ишлардур. 20 Һалбуки, бизниң пухралиғимиз болса әрштидур, биз дәл шу йәрдин Ниҗаткарниң чүшүшини интизарлиқ билән күтмәктимиз — У болса Рәббимиз Әйса Мәсиһдур. 21 У барлиқ мәвҗудатларни Өзигә бойсундуридиған қудрити бойичә бизниң әбгар бу тенимизни өзгәртип, Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш һалға кәлтүриду.

< Филиппилиқларға 3 >