< Чөл-баявандики сәпәр 6 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға ейтқин: «Мәйли әр яки аял болсун, «Өзүмни Пәрвәрдигарға атап, назарийлардин болимән» дегән алаһидә бир қәсәмни ичкән болса,
3 ундақта у өзини һарақ-шараптин айрип пәрһиз тутсун; һарақ-шарап билән ишләнгән сиркиниму ичмисун яки һәр қандақ үзүм шәрбитини ичмисун вә һөл-қуруқ үзүмләрниму йемисун.
4 Өзини Пәрвәрдигарға атиған барлиқ күнләрдә, үзүм телидин чиққан һәр қандақ нәрсини, мәйли үзүм уруғи болсун, шакили болсун, уларни йейишкә болмайду.
5 Өзүмни Пәрвәрдигарға атидим дәп қәсәм қилған күнлиридә, уларниң бешиға устира тәккүзүшкә болмайду; өзини Пәрвәрдигарға атиған күнләр өтүп болмиғичә, у муқәддәс болуши керәк; улар чачлирини узун қоюши керәк.
6 У қәсәм ичкән барлиқ күнлиридә һеч қандақ өлүкләргә йеқинлишишқа болмайду.
7 Униң өз атиси, аниси, қериндиши яки һәдә-сиңиллири өлүп қалған болса, уларни дәп өзини напак қилмаслиғи керәк; чүнки бешида Пәрвәрдигарғила хас болимән дәп бәргән вәдисиниң бәлгүси болиду.
8 Өзини Худаға ативәткән барлиқ күнләрдә у Пәрвәрдигар алдида муқәддәс болуп турсун.
9 Мабада бир киши униң йенида туюқсиз өлүп қелип, өзини Пәрвәрдигарға атиғанлиқниң бәлгүси болған беши булғанған болса, у өзини паклаш күни вә кейинки йәттинчи күниму чечини алдурсун.
10 Сәккизинчи күни у икки пахтәкни яки икки бачкини елип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида каһинға тапшурсун.
11 Каһин бирини гуна қурбанлиғи, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунуп, өлүк сәвәвидин напак болуп қалған гунайини тиләп кафарәт қилсун; назарий шу күнниң өзидә өз бешини қайтидин муқәддәс-пак қилсун,
12 у өзини Пәрвәрдигарға атиған күнлирини яңливаштин башлисун, шуниң билән бир яшлиқ бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунсун; илгәрки күнлири болса инавәтсиз һесаплансун; чүнки униң өзини [Пәрвәрдигарға] атиған һалити булғанған.
13 Назарийлардин бири өзини [Пәрвәрдигарғила] атиған күнләр тошқан күнидә у тоғрилиқ қанун-бәлгүлимә мундақ: — Кишиләр уни җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға әкәлсун;
14 у өзи Пәрвәрдигарға сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир яшлиқ беҗирим әркәк қозини, гуна қурбанлиғи үчүн бир яшлиқ чиши беҗирим бир қозини, енақлиқ қурбанлиғи үчүн беҗирим бир қошқарни кәлтүрсун,
15 шундақла бир севәт петир нан, зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин пиширилған тоғачлар һәмдә зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлар вә шу қурбанлиқларниң қошумчә ашлиқ һәдийәлири вә шарап һәдийәлирини кәлтүрсун.
16 Каһин буларни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүрүп, Назарийниң шу гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиғини сунсун;
17 у Пәрвәрдигарға аталған енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә қошқарни сунсун, униңға қошуп бир севәт петир нанни сунсун; каһин шулар билән тәң Назарий қошуп тәқдим қилған ашлиқ һәдийә билән шарап һәдийәни кәлтүрүп сунсун.
18 Назарий җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида өзини Пәрвәрдигарға атиғанлиғиға бәлгү қилип қоювәткән чечини чүшүрүп, чечини елип енақлиқ қурбанлиғи астидики отқа қойсун.
19 Назарий шу тәриқидә өзини Пәрвәрдигарғила атиғанлиқ чечини чүшүрүп болғандин кейин, каһин қайнап пиширилған қошқарниң бир алди қолини һәм севәттин бир петир нан билән бир петир һәмәк нанни елип келип Назарийниң қолиға тутқузсун.
20 Каһин буларни Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә өрүсун; булар пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә сунған төш билән көтәрмә һәдийә қилинған алди қол билән қошулуп, муқәддәс дәп һесаплинип каһинға берилсун; андин кейин Назарий шарап ичсә болиду.
21 Шулар болса қәсәм ичкән Назарий тоғрисида, өзини Пәрвәрдигарға аташта сунуш зөрүр болған қурбанлиқ-һәдийәләр тоғрисида бекитилгән қанун-бәлгүлимидур; шуниңдәк униң қоли немигә йәтсә шуни сунсиму болиду; у ичкән қәсими бойичә, йәни өзини Худаға аташ вәдиси тоғрилиқ шу низам-бәлгүлимә бойичә һәммә ишни ада қилсун; вәдисигә әмәл қилсун.
22 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
23 Сән Һарун билән униң оғуллириға сөз қилип мундақ дегин: — Силәр Исраилларға мундақ бәхит-бәрикәт тиләңлар: —
24 «Пәрвәрдигар силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай, силәрни Өз панаһида сақлиғай;
25 Пәрвәрдигар йүзини силәрниң үстүңләрдә йорутуп, силәргә шапаәт қилғай;
26 Пәрвәрдигар йүзини үстүңларға қаритип көтирип, силәргә хатирҗәмлик бәргәй!» — дәп тиләңлар.
27 Улар шундақ қилип намимни Исраилларниң үстигә қондуриду вә Мән уларға бәхит-бәрикәт ата қилимән.