< Чөл-баявандики сәпәр 36 >

1 Йүсүп әвлатлириниң җәмәтлиридин Манассәһниң нәвриси, Макирниң оғли Гилеадниң әвлатлириниң җәмәт башлиқлири Муса вә Исраилларниң каттилири болған әмирләрниң алдиға келип мундақ деди: — 2 «Пәрвәрдигар илгири ғоҗамға чәк ташлап зиминни Исраил хәлқигә мирас қилип тәқсим қилип беришни буйруған; ғоҗамму Пәрвәрдигарниң қериндишимиз Зәлофиһадниң мирасини униң қизлириға тәқсим қилип бериш тоғрисидики буйруғиниму алған. 3 Лекин, улар Исраилларниң башқа қәбилисидикиләргә ятлиқ болуп кәтсә, уларниң мирасиму ата-бовилиримизниң мирасидин чиқип уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; ундақ болғанда биз чәк ташлап еришкән мирас түгәйду. 4 Исраилларниң «азатлиқ жили» кәлгәндә уларниң мираси уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; бундақ болғанда уларниң мираси бизниң ата-бовилиримизниң мирасидин елип кетилиду». 5 Муса Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Исраилларға сөз қилип мундақ әмир қилип: — Йүсүп қәбилисидикиләр тоғра ейтиду. 6 Зәлофиһадниң қизлири тоғрисида Пәрвәрдигарниң буйруғини мундақ: «Улар өзлири халиған әргә ятлиқ болса болувериду, лекин өз җәмәти, өз ата қәбилисидин болған биригә ятлиқ болуши керәк. 7 Шундақ болғанда Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң қәбилисиниң мирасини чиң тутуп қоюп бәрмәслиги керәк. 8 Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң мирасини егиләш үчүн Исраил қәбилилиридин мирасқа варислиқ қилған һәр бир қиз-аял өз ата-бовилириниң қәбилисидин болған бирисигә ятлиқ болуши керәк. 9 Мошундақ болғанда, Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; чүнки Исраил қәбилилири өз мирасини қолидин бәрмәслиги керәк, — деди. 10 Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Зәлофиһадниң қизлириму шундақ қилди. 11 Зәлофиһадниң қизлиридин Маһлаһ, Тирзаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Ноаһлар өз тағилириниң оғуллириға ятлиқ болди. 12 Улар Йүсүпниң оғли Манассәһниң әвлатлириниң җәмәтидикиләргә ятлиқ болди; уларниң мираси йәнила атисиниң қәбилиси ичидә қалди. 13 Булар Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаниң вастиси билән Исраилларға буйруған әмирләр вә һөкүмләрдур.

< Чөл-баявандики сәпәр 36 >