< Чөл-баявандики сәпәр 29 >

1 Йәттинчи айниң биринчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; [у күни] һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк. Бу силәр үчүн канайлар челинидиған күни болиду. 2 Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, йәттә бир яшлиқ беҗирим әркәк қозини сунуңлар. 3 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси, 4 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун; 5 шуниңдәк силәрниң [гунайиңлар үчүн] кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун. 6 Шуларни айниң биринчи күнидики көйдүрмә қурбанлиқ вә униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси вә буларға қошулидиған шарап һәдийәлириниң сиртида сунуңлар; буларниң һәммиси һәр бири бәлгүлимә бойичә Пәрвәрдигарға атап отта хушбуй кәлтүрсун дәп сунулсун. 7 Йәттинчи айниң онинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. У күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду. 8 Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун). 9 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси, 10 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бирини, 11 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; уларниң һәммиси кафарәт күнидики гуна қурбанлиғи, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә буларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун. 12 Йәттинчи айниң он бәшинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду. Пәрвәрдигарға атап йәттә күн һейт қилиңлар; 13 силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин он үчни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун). 14 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, он үч топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, икки қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси, 15 он төрт қоза бешиға әфаһниң ондин бирини, 16 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун. 17 Иккинчи күни яш топақтин он иккини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун) 18 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар. 19 Шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шуларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун. 20 Үчинчи күни бир яш топақтин он бирни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун) 21 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар; 22 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун. 23 Төртинчи күни яш топақтин онни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун) 24 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар; 25 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун. 26 Бәшинчи күни яш топақтин тоққузни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун) 27 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар; 28 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун. 29 Алтинчи күни яш топақтин сәккизни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун) 30 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар; 31 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун. 32 Йәттинчи күни яш топақтин йәттини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун) 33 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар; 34 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун. 35 Сәккизинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. 36 Силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә бир топақ, бир қочқар вә бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни (шулар һәммиси беҗирим болсун) 37 һәмдә топақ, қочқар вә әркәк қозиларниң саниға қарап, бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар; 38 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидиму бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун. 39 Бәлгүләнгән һейтлириңларда Пәрвәрдигарға атап сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр әнә шулардур; силәрниң қәсәмгә бағлиқ яки ихтиярән сунидиғанлириңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңлар, ашлиқ һәдийәлириңлар, шарап һәдийәлириңлар вә енақлиқ қурбанлиқлириңлар болса, уларниң сиртидидур. 40 Шундақ қилип, Муса Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғанлириниң һәммисини қалдурмай Исраилларға уқтурди.

< Чөл-баявандики сәпәр 29 >