< Чөл-баявандики сәпәр 11 >

1 Вә шундақ болдики, хәлиқ ғотулдишатти, уларниң ғотулдашлири Пәрвәрдигарниң қулиқиға йетип интайин рәзил аңланди; У бу сөзләрни аңлиди вә Униң ғәзиви қозғалди; Пәрвәрдигарниң от-ялқуни уларниң арисида тутишип, баргаһниң четидики бәзиләрни көйдүрүшкә башлиди.
ויהי העם כמתאננים רע באזני יהוה וישמע יהוה ויחר אפו ותבער בם אש יהוה ותאכל בקצה המחנה
2 Хәлиқ бу чағда Мусаға ялвуривиди, Муса Пәрвәрдигардин тилиди; шуниң билән от пәсийип өчти.
ויצעק העם אל משה ויתפלל משה אל יהוה ותשקע האש
3 Пәрвәрдигарниң оти уларниң оттурисида туташқанлиғи үчүн у у йәргә «Табәраһ» дәп ат қойди.
ויקרא שם המקום ההוא תבערה כי בערה בם אש יהוה
4 Уларниң арисидики шалғут кишиләрниң нәпси тақилдап кәтти, Исраилларму йәнә жиғлашқа башлиди: «Әнди бизгә ким гөш бериду?
והאספסף אשר בקרבו התאוו תאוה וישבו ויבכו גם בני ישראל ויאמרו מי יאכלנו בשר
5 Һелиму есимиздики, биз Мисирдики чағларда пул хәҗлимәй турупму белиқ йейәләйттуқ, йәнә тәрхәмәк, тавуз, пияз вә күдә пияз билән самсақму бар еди.
זכרנו את הדגה אשר נאכל במצרים חנם את הקשאים ואת האבטחים ואת החציר ואת הבצלים ואת השומים
6 Мана бу йәрдә һазир көз алдимизда маннадин башқа һеч немә йоқ, әнди бизниң җенимизму қуруп кетиватиду» дейишти.
ועתה נפשנו יבשה אין כל--בלתי אל המן עינינו
7 Манна гоя юмғақсүт уруғиға, көрүнүши гоя кәһриваға охшайтти.
והמן כזרע גד הוא ועינו כעין הבדלח
8 Кишиләр уян-буян чепип уни жиғип, бәзидә ярғунчақта езип, бәзидә һаванчида соқуп, я бәзидә қазанда пиширип нан қилип йәйтти; тәми зәйтун майлиқ тоғачларға охшайтти.
שטו העם ולקטו וטחנו ברחים או דכו במדכה ובשלו בפרור ועשו אתו עגות והיה טעמו כטעם לשד השמן
9 Кечидә баргаһқа шәбнәм чүшкәндә, маннаму шуниң үстигә чүшәтти.
וברדת הטל על המחנה לילה ירד המן עליו
10 Муса хәлиқниң аилиму-аилә һәр бири өз чедириниң ишиги алдида жиға-зерә қилишиватқинини аңлиди; буниңға Пәрвәрдигарниң ғәзиви қаттиқ қозғалди, бу иш Мусаниң нәзиридиму яман көрүнди.
וישמע משה את העם בכה למשפחתיו--איש לפתח אהלו ויחר אף יהוה מאד ובעיני משה רע
11 Муса Пәрвәрдигарға: — Сән бу барлиқ хәлиқниң еғир жүкини маңа артип қоюп, мән қулуңни немишкә бундақ қийнайсән; немишкә мән Сениң алдиңда илтипат тапмаймән?
ויאמר משה אל יהוה למה הרעת לעבדך ולמה לא מצתי חן בעיניך לשום את משא כל העם הזה--עלי
12 Я мән бу пүтүн хәлиққә һамилдар болуп, уларни туғдумму? Сән техи маңа: «Сән уларни Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилған шу йәргә йәткүзгичә, худди баққан атиси әмчәктики бовақни бағриға алғандәк бағриңға елип көтирип маң» дәватисән?
האנכי הריתי את כל העם הזה--אם אנכי ילדתיהו כי תאמר אלי שאהו בחיקך כאשר ישא האמן את הינק על האדמה אשר נשבעת לאבתיו
13 Мән бу хәлиққә нәдин гөш тепип берәләймән? Чүнки улар маңа жиғлап: «Сән бизгә йегидәк гөш тепип бәр!» дейишмәктә.
מאין לי בשר לתת לכל העם הזה כי יבכו עלי לאמר תנה לנו בשר ונאכלה
14 Мән бу хәлиқни көтиришни ялғуз үстүмгә елип кетәлмәйдикәнмән, бу иш маңа бәк еғир келиватиду.
לא אוכל אנכי לבדי לשאת את כל העם הזה כי כבד ממני
15 Әгәр Сән маңа мошундақ муамилә қилмақчи болсаң, мән өтүнүп қалай, бу харап һалитимни маңа көрсәтмәй, илтипат қилип мени өлтүрүвәт! — деди.
ואם ככה את עשה לי הרגני נא הרג--אם מצאתי חן בעיניך ואל אראה ברעתי
16 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Исраил ақсақаллири ичидин, сән йенимға тонуйдиған хәлиқ ақсақаллири вә бәгләрдин йәтмишни таллап жиққин, уларни җамаәт чедириниң алдиға әкәл. Улар сениң билән биллә шу йәрдә турсун.
ויאמר יהוה אל משה אספה לי שבעים איש מזקני ישראל אשר ידעת כי הם זקני העם ושטריו ולקחת אתם אל אהל מועד והתיצבו שם עמך
17 Мән шу йәргә чүшүп сениң билән сөзлишимән; вә сениң үстүңдә туруватқан Роһни елип уларниң үстигиму бөлүп қойимән. Шуниң билән улар сән билән биллә хәлиқни көтириш мәсъулийитини үстигә алиду, андин сән уни өзүң ялғуз көтәрмәйдиған болисән.
וירדתי ודברתי עמך שם ואצלתי מן הרוח אשר עליך ושמתי עליהם ונשאו אתך במשא העם ולא תשא אתה לבדך
18 Сән хәлиққә мундақ дегин: «Әтә гөш йийишкә тәйярлинип өзәңләрни [Худаға] атап паклаңлар; чүнки силәр Пәрвәрдигарниң қулиқини ағритип жиғлап: «Әнди ким бизгә гөш бериду? Аһ, Мисирдики һалимиз бәк яхши еди!» дегән едиңлар әмәсму? Пәрвәрдигар дәрвәқә силәргә гөш бериду, силәр униңдин йәйсиләр.
ואל העם תאמר התקדשו למחר ואכלתם בשר--כי בכיתם באזני יהוה לאמר מי יאכלנו בשר כי טוב לנו במצרים ונתן יהוה לכם בשר ואכלתם
19 Силәр бир күн, икки күн әмәс, бәш күн, он күн әмәс, жигирмә күнму әмәс,
לא יום אחד תאכלון ולא יומים ולא חמשה ימים ולא עשרה ימים ולא עשרים יום
20 бәлки пүтүн бир ай йәйсиләр, таки бурниңлардин етилип чиқип һө болғичә йәйсиләр; чүнки силәр араңларда туруватқан Пәрвәрдигарни мәнситмәй, униң алдида жиғлап туруп: «Биз немә үчүн Мисирдин чиқтуқ?» — дедиңлар».
עד חדש ימים עד אשר יצא מאפכם והיה לכם לזרא יען כי מאסתם את יהוה אשר בקרבכם ותבכו לפניו לאמר למה זה יצאנו ממצרים
21 Муса: — Мән уларниң арисида туруватқан бу хәлиқтин йолға чиқалайдиған әркәкләр алтә йүз миң турса, Сән техи: «Мән уларни гөш йәйдиған, һәтта пүтүн бир ай гөш йәйдиған қилимән» дәйсән;
ויאמר משה שש מאות אלף רגלי העם אשר אנכי בקרבו ואתה אמרת בשר אתן להם ואכלו חדש ימים
22 әмисә қой, кала падилириниң һәммиси союлса уларға йетәмду? Яки деңиздики һәммә белиқ уларға тутуп берилсә, уларниң йийишигә йитәрму? — деди.
הצאן ובקר ישחט להם ומצא להם אם את כל דגי הים יאסף להם ומצא להם
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қоли қисқа болуп қаптиму? Әнди көрүп баққинә, Мениң саңа дегән сөзүм әмәлгә ашуруламду-йоқ? — деди.
ויאמר יהוה אל משה היד יהוה תקצר עתה תראה היקרך דברי אם לא
24 Шуниң билән Муса чиқип Пәрвәрдигарниң сөзини хәлиққә йәткүзди вә хәлиқ ичидики ақсақаллардин йәтмиш адәмни таллап жиғип уларни җамаәт чедириниң әтрапида турғузди.
ויצא משה--וידבר אל העם את דברי יהוה ויאסף שבעים איש מזקני העם ויעמד אתם סביבת האהל
25 Андин Пәрвәрдигар булут ичидин чүшүп, Муса билән сөзлишип, униңдики Роһтин елип йәтмиш ақсақалға қойди; Роһ уларниң үстигә қонуши билән улар бешарәт беришкә киришти. Лекин шу вақиттин кейин улар ундақ қилмиди.
וירד יהוה בענן וידבר אליו ויאצל מן הרוח אשר עליו ויתן על שבעים איש הזקנים ויהי כנוח עליהם הרוח ויתנבאו ולא יספו
26 Лекин у чағда улардин икки адәм баргаһта қалди; бирисиниң исми Әлдад, иккинчиси Медад еди (улар әслидә ақсақалларниң арисида тизимланған еди, лекин ибадәт чедириға чиқмай қалған еди). Роһ уларниң үстидиму қонди вә улар баргаһ ичидә бешарәт беришкә башлиди.
וישארו שני אנשים במחנה שם האחד אלדד ושם השני מידד ותנח עלהם הרוח והמה בכתבים ולא יצאו האהלה ויתנבאו במחנה
27 Яш бир жигит жүгүрүп келип Мусаға: — Әлдад билән Медад баргаһта бешарәт бериватиду, — деди.
וירץ הנער ויגד למשה ויאמר אלדד ומידד מתנבאים במחנה
28 Мусаниң хизмәткари, Муса таллиған сәрхил жигитлиридин бири, Нунниң оғли Йәшуа қопуп: — И ғоҗам Муса, уларни тосуғайла, — деди.
ויען יהושע בן נון משרת משה מבחריו--ויאמר אדני משה כלאם
29 Лекин Муса униңға: — Сән мениң сәвәвимдин һәсәт қиливатамсән? Пәрвәрдигарниң пүтүн хәлқи пәйғәмбәр болуп кәтсә еди, Пәрвәрдигар Өзиниң Роһини уларниң үстигә қойса еди! — деди.
ויאמר לו משה המקנא אתה לי ומי יתן כל עם יהוה נביאים--כי יתן יהוה את רוחו עליהם
30 Шуниң билән Муса билән Исраил ақсақаллириниң һәммиси баргаһқа қайтип кетишти.
ויאסף משה אל המחנה--הוא וזקני ישראל
31 Әнди Пәрвәрдигар алдидин бир шамал чиқип, у деңиз тәрәптин бөдүниләрни учуртуп келип, баргаһниң әтрапиға йейивәтти; бөдүниләр баргаһниң у тәрипидиму бир күнлүк йол, бу тәрипидиму бир күнлүк йол кәлгидәк йәр йүзини икки гәз егизликтә кәлгидәк қаплиди.
ורוח נסע מאת יהוה ויגז שלוים מן הים ויטש על המחנה כדרך יום כה וכדרך יום כה סביבות המחנה--וכאמתים על פני הארץ
32 Хәлиқ орнидин туруп пүткүл шу күни, шу кечиси вә әтиси пүтүн күн бөдүнә тутуп жиғди, әң аз дегәнлириму алаһазәл икки хомир жиғди; улар буларни баргаһниң төрт әтрапиға өзлири үчүн йейишти.
ויקם העם כל היום ההוא וכל הלילה וכל יום המחרת ויאספו את השלו--הממעיט אסף עשרה חמרים וישטחו להם שטוח סביבות המחנה
33 Улар гөшни чайнап езип болмай, гөш техи чишлири арисида турғанда, Пәрвәрдигарниң ғәзиви уларға қозғилип, хәлиқни интайин еғир бир ваба билән урди.
הבשר עודנו בין שניהם--טרם יכרת ואף יהוה חרה בעם ויך יהוה בעם מכה רבה מאד
34 Шуңа кишиләр шу йәрни «Қиброт-Һаттаваһ» дәп атиди; чүнки улар шу йәрдә нәпси тақилдиған кишиләрни йәрликкә қойған еди.
ויקרא את שם המקום ההוא קברות התאוה כי שם קברו את העם המתאוים
35 Кейин хәлиқ Қиброт-Һаттаваһтин йолға чиқип Һазиротқа келип, Һазиротта тохтиди.
מקברות התאוה נסעו העם חצרות ויהיו בחצרות

< Чөл-баявандики сәпәр 11 >