< Нәһәмия 5 >

1 У чағда халайиқ вә уларниң хотунлири өз қериндашлири болған Йәһудалар үстидин шикайәт қилип қаттиқ дад-пәряд көтиришти. 2 Бәзиләр: — Биз вә оғул-қизлиримизниң җан санимиз көп, күн кәчүришимиз үчүн тойғидәк ашлиқ алмисақ болмайду, дейишти. 3 Йәнә бәзиләр: — Биз ачарчилиқта қалған вақтимизда ашлиқ елип йәймиз дәп етизлиримиз, үзүмзарлиқлиримизни вә өйлиримизни рәнигә беришкә мәҗбур болдуқ, дейишти. 4 Вә йәнә бәзиләр: — Падишаһниң етизлиримиз вә үзүмзарлиқлиримиз үстигә салған баҗ-селиқни тапшурушқа пул қәриз алдуқ. 5 Гәрчә бәдәнлиримиз қериндашлиримизниң бәдәнлиригә, пәрзәнтлиримиз уларниң пәрзәнтлиригә охшаш болсиму, лекин оғул-қизлиримизни қул-дедәк болушқа тапшурмай амалимиз болмиди; әмәлийәттә қизлиримиздин бәзилири аллиқачан дедәк болупму кәтти; уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиришқа қурбимиз йәтмиди, чүнки бизниң етизлар вә үзүмзарлиқлиримиз һазир башқиларниң қолидидур, — дейишти. 6 Мән уларниң дад-пәрядлирини вә ейтқан бу гәплирини аңлиғандин кейин қаттиқ ғәзәпләндим. 7 Көңлүмдә бирәр қур ойлинивалғандин кейин, мөтивәрләр билән әмәлдарларни әйипләп: — Силәр өз қериндашлириңларға қәриз берип улардин өсүм алидикәнсиләр-һә! — дәп тәнбиһ бәрдим. Андин уларниң сәвәвидин чоң бир жиғин ечип 8 уларни: — Биз күчимизниң йетишичә ят таипиләргә сетиветилгән қериндишимиз Йәһудаларни қайтуруп сетивалдуқ, лекин силәр бизни уларни қайтуруп сетивалсун дәп қериндашлириңларни йәнә сетивәтмәкчи болуватамсиләр? — дәп әйипливидим, улар дәйдиған гәп тапалмай, шүк туруп қалди. 9 Андин мән уларға йәнә: — Силәрниң бу қилғиниңлар қамлашмапту. Силәр дүшмәнлиримиз болған таипиләр алдида бизни аһанәткә қалдурмай, Худайимизниң қорқунучида маңсаңлар болмасмиди? 10 Мәнму, қериндашлирим вә хизмәткарлирим уларға пул вә ашлиқ өтнә берип туруп өсүм алсақ алаттуқ! Силәрдин өтүнимән, мундақ өсүм елиштин ваз кечәйли! 11 Өтүнүп қалай, силәр дәл бүгүн уларниң етизлирини, үзүмзарлиқ, зәйтунзарлиқ вә өйлирини қайтуруп бериңлар, вә шуниңдәк силәр улардин үндүрүвалған пул, ашлиқ, йеңи мәй-шарап вә йеңи зәйтун майлириниң өсүмини уларға қайтуруп бериңлар, дедим. 12 Улар: — Қайтуруп беримиз, әнди улардин һеч өсүм алмаймиз; сили немә десилә, биз шундақ қилимиз, дейишти. Мән каһинларни чақиртип келип, уларни бу вәдә бойичә шундақ иҗра қилишқа қәсәм ичкүздүм. 13 Мән тонумниң пешини қеқип туруп: — Ким мошу вәдини ада қилмиса, Худа шу йол билән униң өзини өз өйидин вә мал-мүлкидин мәһрум қилип қеқивәтсун! Шу йол билән униң һәммә немиси қуруқдилип қалғичә қеқиветилсун! — дедим. Пүткүл җамаәт бирдәк: «Амин!» дейишти һәм Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушти. Андин көпчилик шу вәдиси бойичә дегинидәк қилишти. 14 Шуниңдәк, Йәһудийә зиминида уларға валий болушқа тикләнгән күндин буян, йәни падиша Артахшаштаниң жигирминчи жилидин оттуз иккинчи жилиғичә болған он икки жил ичидә нә мән, нә мениң уруқ-туққанлирим валийлиқ ненини һеч йемидуқ. 15 Мәндин илгири валий болғанлар хәлиққә еғирчилик селип, улардин [күндилик] ашлиқ, мәй-шарап вә шуниңдәк қириқ шәкәл күмүч елип кәлгән екән; һәтта уларниң хизмәткарлириму хәлиқниң үстидин һоқуқвазлиқ қилип кәлгән екән. Лекин мән Худадин қорқидиғиним үчүн ундақ қилмидим. 16 Мән дәрвәқә сепилниң қурулушиғила берилгәчкә, биз һәтта бирәр етизниму сетивалмидуқ; мениң барлиқ хизмәткарлиримму қурулушта ишләшкә шу йәргә жиғилатти. 17 Әтрапимиздики ят әлләрдин бизниң йенимизға кәлгәнләрдин бөләк, мениң билән бир дәстиханда ғиза йәйдиғанлар Йәһудийлар вә әмәлдарлардин бир йүз әллик киши еди. 18 Һәркүни бир кала, хилланған алтә қой тәйярлинатти, йәнә маңа бәзи учар қушлар тәйярлинатти; һәр он күндә бир қетим һәр хил мол мәй-шарап билән тәминлинәтти. Шундақ болсиму мән йәнила «валий нени»ни тәләп қилмидим; чүнки қурулуш Иши хәлиқниң үстидики еғир жүк еди. 19 — Аһ Худайим, мән мошу хәлиқ үчүн қилған барлиқ ишимни яд әткәйсән, маңа шапаәт көрсәткәйсән!

< Нәһәмия 5 >