< Микаһ 6 >

1 Пәрвәрдигарниң немә дәватқинини һазир аңлаңлар: — «Орнуңдин тур, тағлар алдида дәвайиңни баян қил, Егизликләргә авазиңни аңлатқин». 2 «И тағлар, Вә силәр, йәр-зиминниң өзгәрмәс һуллири, Пәрвәрдигарниң дәвасини аңлаңлар; Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи билән бир дәваси бар, У Исраил билән муназилишип әйивини көрсәтмәкчи; 3 И хәлқим, Мән саңа зади немә қилдим? Сени немә ишта бизар қилиптимән? Мениң хаталиғим тоғрилиқ гувалиқ беришкин! 4 Чүнки Мән сени Мисир зиминидин елип чиқардим, Сени қуллуқ маканидин һөрлүккә қутқуздум; Алдиңда йетәкләшкә Муса, Һарун вә Мәрйәмләрни әвәттим. 5 И хәлқим, Пәрвәрдигарниң һәққанийлиқлирини билип йетишиңлар үчүн, Моаб падишаси Балакниң қандақ нийитиниң барлиғини, Беорниң оғли Балаамниң униңға қандақ җавап бәргәнлигини, Шиттимдин Гилгалғичә немә ишлар болғанлиғини һазир есиңларға кәлтүрүңлар. 6 — Мән әнди немини көтирип Пәрвәрдигар алдиға келимән? Немәм билән Һәммидин Алий Болғучи Худаниң алдида егилимән? Униң алдиға көйдүрмә қурбанлиқларни, Бир жиллиқ мозайларни елип келәмдим? 7 Пәрвәрдигар миңлиған қочқарлардин, Түмәнлигән зәйтун мейи дәриялиридин һозур аламду? Итаәтсизлигим үчүн тунҗа баламни, Тенимниң пуштини җенимниң гунайиға атамдимән!? 8 И инсан, У саңа немә ишниң яхши екәнлигини көрсәтти, Бәрһәқ, Пәрвәрдигар сәндин немә тәләп қилғанлиғини көрсәтти — Адаләтни жүргүзүш, Меһриванлиқни сөйүш, Сениң Худайиң билән биллә кәмтәрлик билән меңиштин башқа йәнә немә ишиң болсун? 9 Пәрвәрдигарниң авази шәһәргә хитап қилип чақириду; (Пәм-даналиқ болса намиңға һөрмәт билән қарайду!) Әнди һөкүм палиқини вә уни Бекиткинини аңлаңлар: — 10 Рәзил адәмниң өйидә рәзилликтин алған байлиқлар йәнә бармиду? Кам өлчәйдиған жиркиничлик өлчәм йәнә бармиду? 11 Адилсиз тараза билән, Бир халта сахта тараза ташлири билән пак болаламдим? 12 Чүнки шәһәрниң байлири зораванлиқ билән толған, Униң аһалиси ялған гәп қилиду, Уларниң ағзидики тили алдамчидур. 13 Шуңа Мән сени уруп кесәл қилимән, Гуналириң түпәйлидин сени харабә қилимән. 14 Йәйсән, бирақ тоюнмайсән, Оттураңда ач-бошлуқ қалиду, Сән мүлкүңни елип йөткимәкчи болисән, Бирақ сақлалмайсән; Сақлап қалдурғиниң болсиму, уни қиличқа тапшуримән. 15 Терийсән, бирақ һосул алмайсән; Зәйтунларни чәйләйсән, бирақ өзүңни мейини сүртүп мәсиһ қилалмайсән, Йеңи шарапни чәйләп чиқирисән, Бирақ шарап ичәлмәйсән. 16 Чүнки «Омриниң бәлгүлимилири»ни, «Аһабниң җәмәтидикиләр қилғанлири»ни тутисән; Сән уларниң несиһәтлиридә маңисән, Шуниң билән Мән сени харабә, Сәндә туруватқанларниң һәммиси исқиртиш объекти қилимән; Сән хәлқимдики шәрмәндичиликни көтирисән.

< Микаһ 6 >