< Микаһ 5 >

1 Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи; Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; Улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду; 2 (Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған [шәһәр-йезилар] арисида интайин кичик болған болсаңму, Сәндин Мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; Униң [һозурумдин] чиқишлири қедимдин, Йәни әзәлдин бар еди) 3 Шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни [дүшмәнлиригә] ташлап қойиду; Шу чағда Униң қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду. 4 У болса Пәрвәрдигарниң күчи билән, Пәрвәрдигар Худасиниң наминиң һәйвитидә падисини беқишқа орнидин туриду; Шундақ қилип улар мәзмут туруп қалиду; Чүнки У шу чағда йәр йүзиниң қәрилиригичә улуқ дәп билиниду. 5 Вә бу адәм арам-хатирҗәмлигимиз болиду; Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Ордилиримизни дәссәп чәйлигәндә, Биз униңға қарши йәттә хәлиқ падичисини, Сәккиз қабилийәтлик йетәкчини чиқиримиз; 6 Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду; Вә Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Чегаримиз ичини чәйлигәндә, У адәм бизни униң қолидин қутқузиду. 7 Вә Яқупниң қалдиси нурғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, Чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; Булар инсан үчүн кечикмәйду, Адәм балилириниң [әҗрини] күтүп турмайду. 8 Яқупниң қалдиси әлләр арисида, Йәни нурғун хәлиқләр арисида ормандики һайванлар арисидики ширдәк болиду, Қой падилири арисидики асландәк болиду; Шир өткәндә уларниң арисидин, Һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, Титма-тит қилип житиветиду. 9 Қолуң күшәндилириң үстигә көтирилиду, Барлиқ дүшмәнлириң үзүп ташлиниду. 10 Шу күнидә шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, Җәң һарвулириңни һалак қилимән. 11 Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, Барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән. 12 Сеһирләрни қолуңдин үзүп ташлаймән; Силәрдә палчилар болмайду. 13 Мән ойма мәбудлириңни, «Бут түврүк»лириңларни оттуруңдин үзүп ташлаймән; Сән өз қолуңниң ясиғиниға иккинчи баш урмайсән. 14 Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән, Вә шәһәрлириңни һалак қилимән; 15 Вә [Маңа] қулақ салмиған әлләрниң үстигә аччиқ вә дәрғәзәп билән интиқамни жүргүзимән.

< Микаһ 5 >