< Микаһ 3 >

1 Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! Адил һөкүмни билиш силәргә хас әмәсму? 2 И яхшилиқни өч көргүчи, Яманлиқни яхши көргүчиләр — Силәр Өз хәлқимдин терисини, Устиханлиридин гөшини юлидиған, Уларниң гөшини йәйдиған, Териси союлғичә үстидин савайдиған, Устиханлирини чақидиған, Уларни қазанға тәйярлиғандәк, Даш қазандики гөшни тоғриғандәк тоғрайсиләр! 3 4 Буниңдин кейин улар Пәрвәрдигарға нида қилиду, Бирақ У уларни аңлимайду; Уларниң қилмишлиридики һәр түрлүк қәбиһлиги үчүн, У чағда У йүзини улардин қачуруп йошуриду!». 5 Пәрвәрдигар Өз хәлқини аздурғучи пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: — (Улар чишлири билән чишләйду, «Аман-течлиқ!» дәп вақирайду, Кимәрким уларниң гелини майлимиса, Шуларға қарши уруш һазирлайду!) 6 — Шуңа силәрни «аламәт көрүнүш»ни көрмәйдиған бир кечә, Пал салғили болмайдиған қараңғулуқ басиду; Пәйғәмбәрләр үчүн қуяш патиду, Күн улар үстидә қара болиду; 7 «Аламәт көрүнүшни көргүчиләр» шәрмәндә болиду, Палчилар йәргә қаритилиду; Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду; Чүнки Худадин һеч җавап кәлмәйду. 8 Бирақ мән бәрһәқ Пәрвәрдигарниң Роһидин күчкә толғанмән, Яқупқа өзиниң итаәтсизлигини, Исраилға униң гунайини җакалаш үчүн, Тоғра һөкүмләргә һәм қудрәткә толғанмән. 9 Буни аңлаңлар, өтүнимән, и Яқуп җәмәтиниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! Адил һөкүмгә өч болғанлар, Барлиқ адаләтни бурмилайдиғанлар, 10 Зионни қан төкүш билән, Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар! 11 [Зионниң] һакимлири парилар үчүн һөкүм чиқириду, Каһинлар «иш һәққи» үчүн тәлим бериду; «Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду; Бирақ улар «Пәрвәрдигарға тайинар»миш техи, Вә: — «Пәрвәрдигар аримизда әмәсму? Бизгә һеч яманлиқ чүшмәйду» — дейишиду. 12 Шуңа силәрниң вәҗәңлардин Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду, «Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас.

< Микаһ 3 >