< Матта 8 >

1 У тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди. 2 Вә мана, мохо кесили бар болған бир киши униң алдиға келип, бешини йәргә уруп тизлинип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — деди. 3 Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили шуан пак болуп сақайди. 4 Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин, — деди. 5 У Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, [римлиқ] бир йүз беши униң алдиға келип, униңдин йелинип: 6 — Тәхсир, чакирим паләч болуп қелип, бәк азаплинип өйдә ятиду, — деди. 7 Мән берип уни сақайтип қояй, — деди Әйса. 8 Йүз беши җававән: — Тәхсир, торусумниң астиға киришиңизгә лайиқ әмәсмән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. 9 Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, мениң қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду. Қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди. 10 Әйса бу гәпләрни аңлап, һәйран болди. Өзи биллә кәлгәнләргә: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бундақ ишәшни һәтта Исраиллар арисидиму тапалмиған едим. 11 Силәргә шуни ейтайки, нурғун кишиләр күнчиқиш вә күнпетиштин келип, әрш падишалиғида Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду. 12 Лекин бу падишалиқниң өз пәрзәнтлири болса, сиртта қараңғулуққа ташлинип, у йәрдә жиға-зерәлар көтириду, чишлирини ғучурлитиду, — деди. 13 Андин, Әйса йүз бешиға: — Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк сән үчүн шундақ қилиниду, деди. Һелиқи чакарниң кесили шу пәйттә сақайтилди. 14 Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизип орун тутуп йетип қалғинини көрди. 15 У униң қолини тутивиди, униң қизитмиси янди. [Аял] дәрһал орнидин туруп, Әйсани күтүшкә башлиди. 16 Кәч киргәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни униң алдиға елип келишти. У бир еғиз сөз биләнла җинларни һайдивәтти вә барлиқ кесәлләрни сақайтти. 17 Буниң билән, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән: «У өзи ағриқ-силақлиримизни көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди» дегән сөз әмәлгә ашурулди. 18 Әйса өзини оривалған топ-топ кишиләрни көрүп, [мухлислириға] деңизниң у қетиға өтүп кетишни әмир қилди. 19 Шу чағда, Тәврат устазлиридин бири келип, униңға: — Устаз, сән қәйәргә барсаң, мәнму саңа әгишип шу йәргә баримән, — деди. 20 Әйса униңға: — Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар; бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди. 21 Мухлислиридин йәнә бири униңға: — Рәб, мениң авал берип атамни йәрликкә қоюшумға иҗазәт бәргәйсән, — деди. 22 Бирақ Әйса униңға: — Маңа әгәшкин, вә өлүкләр өз өлүклирини йәрликкә қойсун, — деди. 23 У кемигә чүшти, мухлислириму чүшүп биллә маңди. 24 Вә мана, деңиз үстидә қаттиқ боран чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемидин һалқип кемини ғәриқ қиливетәй дәп қалди. Лекин у ухлавататти. 25 Мухлислар келип уни ойғитип: — И устаз, бизни қутулдурғайсән! Биз һалакәт алдида туримиз — деди. 26 — Немишкә қорқисиләр, и ишәши аҗизлар! — деди у вә орнидин туруп, боран-чапқунға вә деңизға тәнбиһ беривиди, һәммиси бирдинла тиничланди. 27 Мухлислар интайин һәйран болуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ адәмду? Һәтта боран-чапқунлар вә деңизму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти. 28 Әйса деңизниң у қетидики Гадаралиқларниң жутиға барғинида, җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди. Улар шунчә вәһший едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалмайтти. 29 Уни көргәндә улар: — И Худаниң Оғли, сениң биз билән немә кариң! Сән вақит-саити кәлмәйла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп товлиди. 30 Шу йәрдин хелә жирақта чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти. 31 Җинлар әнди униңға: — Әгәр сән бизни қоғливәтмәкчи болсаң, бизни тоңғуз падиси ичигә киргүзүвәткәйсән, — дәп ялвурушти. 32 У уларға: — Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди. Мана, пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, суларда ғәриқ болди. 33 Лекин тоңғуз баққучилар бәдәр қечип, шәһәргә кирип, бу ишниң баш-ахирини, җүмлидин җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа ейтип беришти. 34 Вә мана, пүтүн шәһәрдикиләр Әйса билән көрүшкили чиқти. Улар уни көргәндә, униң өзлириниң шу районидин айрилип кетишини өтүнди.

< Матта 8 >