< Матта 7 >

1 Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Шундақта [Худаниң] һөкүмигә учримайсиләр. 2 Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ баһа билән һөкүм қилсаңлар, [Худаму] силәрниң үстүңлардин шундақ баһа билән һөкүм чиқириду. Силәр башқиларни қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, [Худаму] силәрни шундақ өлчәм билән өлчәйду. 3 Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?! 4 Сән қандақму бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән? Чүнки мана, өзүңниң көзидә лим туриду!? 5 Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән. 6 Муқәддәс нәрсини иштларға бәрмәңлар, яки үнчә-мәрвайитлириңларни тоңғузларниң алдиға ташлап қоймаңлар. Болмиса, улар буларни путлирида дәссәп, андин бурулуп силәрни талайду. 7 Тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр; ишикни чекиңлар, ечилиду. 8 Чүнки һәр бир тилигүчи тилигинигә еришиду; издигүчи издигинини тапиду; ишикни чәккүчиләргә ишик ечилиду. 9 Араңларда өз оғли нан тәләп қилса, униңға таш беридиғанлар барму?! 10 Яки белиқ тәләп қилса, илан беридиғанлар барму? 11 Әнди силәр рәзил турупму өз пәрзәнтлириңларға яхши илтипатларни беришни билгән йәрдә, әрштики Атаңлар Өзидин тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму? 12 Шуңа һәр ишта башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар; чүнки Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шудур. 13 Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң болуп, йоли кәңташа вә дағдамдур, вә униңдин киридиғанлар көптур. 14 Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йоли қистаң болуп, уни тапалайдиғанларму аз. 15 Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи житқуч чилбөридәк болған сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар. 16 Силәр уларни мевилиридин тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүмләр, қамғақтин әнҗирләр алғили боламду? 17 Шуниңға охшаш, һәр яхши дәрәқ яхши мевә бериду, пор дәрәқ начар мевә бериду. 18 Яхши дәрәқ начар мевә бәрмәйду, пор дәрәқ яхши мевә бәрмәйду. 19 Яхши мевә бәрмәйдиған һәр бир дәрәқ кесилип отқа ташлиниду. 20 Шуниңдәк, мошундақ кишиләрни мевилиридин тонувалалайсиләр. 21 Маңа «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила әрш падишалиғиға кирәлмәйду, бәлки әрштә турғучи Атамниң ирадисини ада қилғанларла кирәләйду. 22 Шу күнидә нурғун кишиләр маңа: «Рәббим, Рәббим, биз сениң намиң билән вәһий-бешарәтләрни йәткүздуқ, сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ вә намиң билән нурғун мөҗизиләрни көрсәттуқ» дәйду. 23 Һалбуки, у чағда мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй итаәтсизләр!» дәп елан қилимән. 24 Әнди һәр бири бу сөзлиримни аңлап әмәл қилған болса, у өз өйини қорам таш үстигә салған пәм-парасәтлик кишигә охшайду. 25 Ямғур жиғип, кәлкүн келип, боран чиқип соқсиму, у өй өрүлмиди; чүнки униң ули қорам ташниң үстигә селинған. 26 Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған һәр бири өйини қумниң үстигә қурған ахмақкә охшайду. 27 Ямғур яққанда, кәлкүн кәлгәндә, боран чиққанда шу өй өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди! 28 Вә шундақ болдики, Әйса бу сөзлирини ахирлаштурғандин кейин, бу топ-топ халайиқ униң тәлимлиригә һәйрануһәс болушти. 29 Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди.

< Матта 7 >