< Матта 14 >

1 У чағларда, Һерод һаким Әйсаниң нам-шөһритидин хәвәр тепип, 2 хизмәткарлиригә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһя болиду, у өлүмдин тирилгән болса керәк. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрсәтмәктә, — деди. 3 Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у [өгәй] акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. 4 Чүнки Йәһя Һеродқа [тәнбиһ берип]: «Бу аялни тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур» дәп кәлгән еди. 5 Һерод [шу сәвәптин] Йәһяни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ халайиқтин қорққан еди, чүнки улар Йәһяни пәйғәмбәр, дәп биләтти. 6 Амма Һеродниң туғулған күни тәбрикләнгәндә, аяли Һеродийәниң қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һеродқа бәк яқти; 7 шуниң үчүн у униңға: — Һәр немә тилисәң шуни саңа берәй, дәп қәсәм қилди. 8 Лекин қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкәлсилә, — деди. 9 Падиша буниңға һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, [каллисини] елип келиңлар, дәп буйруди. 10 У адәм әвәтип, зинданда Йәһяниң каллисини алдурди. 11 Шуниң билән каллиси бир тәхсигә қоюлуп, қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди. 12 [Йәһяниң] мухлислири болса берип, җәсәтни елип дәпнә қилди; андин берип Әйсаға бу ишларни хәвәр қилди. 13 Әйса бу хәвәрни аңлап, өзи ялғуз пинһан бир җайға кетәй дәп бир кемигә олтирип у йәрдин айрилди. Халайиқ буниң хәвирини тапқанда, әтраптики шәһәрләрдин келишип, униң кәйнидин пиядә маңди. 14 У [ қирғаққа] чиқип кәткинидә, зор бир топ адәмләрни көрүвиди, уларға ич ағритип, уларниң ағриқлирини сақайтти. 15 Кәч киргәндә, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни йолға селивәткән болсаң, андин улар кәнтләргә берип өзлиригә озуқ сетивалсун, — деди. 16 Лекин Әйса уларға: — Уларниң кетишиниң һаҗити йоқ, өзүңлар уларға озуқ бериңлар, — деди. 17 Лекин мухлислар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти. 18 У: — Уларни маңа елип келиңлар, деди. 19 У халайиқни чөплүкниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап [Худаға] тәшәккүр ейтти. Андин нанларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислири халайиққа үләштүрүп бәрди. 20 Һәммәйлән йәп тоюнди. [Мухлислар] ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә теривалди. 21 Озуқланғанларниң сани аяллар вә балилардин башқа тәхминән бәш миң киши еди. 22 Арқидила, у мухлислириға: Өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқиға өтүп туруңлар, дәп буйруди. 23 Халайиқни йолға селивәткәндин кейин, у дуа қилиш үчүн өзи хилвәт таққа чиқти. Кәч киргәндиму у йәрдә ялғуз қалди. 24 Бу чағда, кемә қирғақтин хелә көп чақирим жүргән еди, лекин шамал қарши йөнлишитин чиқиватқачқа, кемә долқунлар ичидә чайқилип туратти. 25 Кечә төртинчә җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди. 26 Мухлислар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, алақзадә болуп: — Алвасти екән! — дәп қорқуп чуқан селишти. 27 Лекин Әйса дәрһал уларға: — Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди. 28 Петрус буниңға җававән: — И Рәб, бу сән болсаң, су үстидә меңип йениңға беришимға әмир қилғайсән, — деди. 29 Кәл, — деди у. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә меңип, Әйсаға қарап кетивататти; 30 лекин боранниң қаттиқ чиқиватқанлиғини көрүп қорқуп, суға чөкүшкә башлиди: — Рәб, мени қутқузувалғайсән! — дәп вақириди. 31 Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәши аҗиз бәндә, немишкә гуман қилдиң? — деди. 32 Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди. 33 Кемидә олтарғанлар униң алдиға келип сәҗдә қилип: — Бәрһәқ, сән Худаниң Оғли екәнсән, — дейишти. 34 Улар деңизниң қарши тәрипигә өткәндә, Гиннисарәт жутида [қуруқлуққа] чиқти. 35 У йәрдики адәмләр уни тонуп қелип, әтраптики барлиқ җайларға хәвәр әвәтти; шуниң билән кишиләр барлиқ бемарларни униң алдиға елип кәлди; 36 улар униңдин бемарларниң һеч болмиғанда униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға йол қоюшини өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сәллимаза сақайди.

< Матта 14 >