< Маркус 16 >

1 Шабат күни өтүши биләнла, Магдаллиқ Мәрйәм, Яқупниң аниси Мәрйәм вә Саломилар берип Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди.
ಅಥ ವಿಶ್ರಾಮವಾರೇ ಗತೇ ಮಗ್ದಲೀನೀ ಮರಿಯಮ್ ಯಾಕೂಬಮಾತಾ ಮರಿಯಮ್ ಶಾಲೋಮೀ ಚೇಮಾಸ್ತಂ ಮರ್ದ್ದಯಿತುಂ ಸುಗನ್ಧಿದ್ರವ್ಯಾಣಿ ಕ್ರೀತ್ವಾ
2 Һәптиниң биринчи күни улар бәк балдур, таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиши билән қәбиргә барди.
ಸಪ್ತಾಹಪ್ರಥಮದಿನೇಽತಿಪ್ರತ್ಯೂಷೇ ಸೂರ್ಯ್ಯೋದಯಕಾಲೇ ಶ್ಮಶಾನಮುಪಗತಾಃ|
3 Улар өз ара: «Бизгә қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти.
ಕಿನ್ತು ಶ್ಮಶಾನದ್ವಾರಪಾಷಾಣೋಽತಿಬೃಹನ್ ತಂ ಕೋಽಪಸಾರಯಿಷ್ಯತೀತಿ ತಾಃ ಪರಸ್ಪರಂ ಗದನ್ತಿ!
4 Лекин улар башлирини көтирип қаривиди, ташниң бир янға домилитиветилгинини көрди — әслидә у таш наһайити йоған еди.
ಏತರ್ಹಿ ನಿರೀಕ್ಷ್ಯ ಪಾಷಾಣೋ ದ್ವಾರೋ ಽಪಸಾರಿತ ಇತಿ ದದೃಶುಃ|
5 Улар қәбиргә киргәндә, оң тәрәптә олтарған, ақ тон кийгән, яш бир адәмни көрди, вә қаттиқ дәккә-дүккигә чүшти.
ಪಶ್ಚಾತ್ತಾಃ ಶ್ಮಶಾನಂ ಪ್ರವಿಶ್ಯ ಶುಕ್ಲವರ್ಣದೀರ್ಘಪರಿಚ್ಛದಾವೃತಮೇಕಂ ಯುವಾನಂ ಶ್ಮಶಾನದಕ್ಷಿಣಪಾರ್ಶ್ವ ಉಪವಿಷ್ಟಂ ದೃಷ್ಟ್ವಾ ಚಮಚ್ಚಕ್ರುಃ|
6 Лекин у уларға: — Дәккә-дүккигә чүшмәңлар. Силәр крестләнгүчи Насарәтлик Әйсани издәватисиләр. У тирилди, у бу йәрдә әмәс. Мана улар уни қойған җай!
ಸೋಽವದತ್, ಮಾಭೈಷ್ಟ ಯೂಯಂ ಕ್ರುಶೇ ಹತಂ ನಾಸರತೀಯಯೀಶುಂ ಗವೇಷಯಥ ಸೋತ್ರ ನಾಸ್ತಿ ಶ್ಮಶಾನಾದುದಸ್ಥಾತ್; ತೈ ರ್ಯತ್ರ ಸ ಸ್ಥಾಪಿತಃ ಸ್ಥಾನಂ ತದಿದಂ ಪಶ್ಯತ|
7 Лекин бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар, — деди.
ಕಿನ್ತು ತೇನ ಯಥೋಕ್ತಂ ತಥಾ ಯುಷ್ಮಾಕಮಗ್ರೇ ಗಾಲೀಲಂ ಯಾಸ್ಯತೇ ತತ್ರ ಸ ಯುಷ್ಮಾನ್ ಸಾಕ್ಷಾತ್ ಕರಿಷ್ಯತೇ ಯೂಯಂ ಗತ್ವಾ ತಸ್ಯ ಶಿಷ್ಯೇಭ್ಯಃ ಪಿತರಾಯ ಚ ವಾರ್ತ್ತಾಮಿಮಾಂ ಕಥಯತ|
8 Улар қәбирдин чиқипла бәдәр қачти. Уларни титрәк бесип һошини йоқитай дегән еди; бәк қорқуп кәткәчкә, һеч кимгә һеч немини ейтмиди.
ತಾಃ ಕಮ್ಪಿತಾ ವಿಸ್ತಿತಾಶ್ಚ ತೂರ್ಣಂ ಶ್ಮಶಾನಾದ್ ಬಹಿರ್ಗತ್ವಾ ಪಲಾಯನ್ತ ಭಯಾತ್ ಕಮಪಿ ಕಿಮಪಿ ನಾವದಂಶ್ಚ|
9 (note: The most reliable and earliest manuscripts do not include Mark 16:9-20.) Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди.
(note: The most reliable and earliest manuscripts do not include Mark 16:9-20.) ಅಪರಂ ಯೀಶುಃ ಸಪ್ತಾಹಪ್ರಥಮದಿನೇ ಪ್ರತ್ಯೂಷೇ ಶ್ಮಶಾನಾದುತ್ಥಾಯ ಯಸ್ಯಾಃ ಸಪ್ತಭೂತಾಸ್ತ್ಯಾಜಿತಾಸ್ತಸ್ಯೈ ಮಗ್ದಲೀನೀಮರಿಯಮೇ ಪ್ರಥಮಂ ದರ್ಶನಂ ದದೌ|
10 Мәрйәм чиқип, матәм тутуп жиғлишип турған, бурун униң билән биллә болғанларға хәвәр бәрди.
ತತಃ ಸಾ ಗತ್ವಾ ಶೋಕರೋದನಕೃದ್ಭ್ಯೋಽನುಗತಲೋಕೇಭ್ಯಸ್ತಾಂ ವಾರ್ತ್ತಾಂ ಕಥಯಾಮಾಸ|
11 Униң тирик екәнлигини вә Мәрйәмгә көрүнгәнлигини аңлиғанда, улар ишәнмиди.
ಕಿನ್ತು ಯೀಶುಃ ಪುನರ್ಜೀವನ್ ತಸ್ಯೈ ದರ್ಶನಂ ದತ್ತವಾನಿತಿ ಶ್ರುತ್ವಾ ತೇ ನ ಪ್ರತ್ಯಯನ್|
12 Бу ишлардин кейин, у уларниң ичидики йезиға кетиватқан иккиләнгә башқа сияқта көрүнди.
ಪಶ್ಚಾತ್ ತೇಷಾಂ ದ್ವಾಯೋ ರ್ಗ್ರಾಮಯಾನಕಾಲೇ ಯೀಶುರನ್ಯವೇಶಂ ಧೃತ್ವಾ ತಾಭ್ಯಾಂ ದರ್ಶನ ದದೌ!
13 Буларму қалғанларниң йениға қайтип, уларға хәвәр қилған болсиму, лекин улар буларғиму ишәнмиди.
ತಾವಪಿ ಗತ್ವಾನ್ಯಶಿಷ್ಯೇಭ್ಯಸ್ತಾಂ ಕಥಾಂ ಕಥಯಾಞ್ಚಕ್ರತುಃ ಕಿನ್ತು ತಯೋಃ ಕಥಾಮಪಿ ತೇ ನ ಪ್ರತ್ಯಯನ್|
14 Андин он бирәйлән дәстиханда олтирип ғизалиниватқанда, у уларға көрүнди вә уларниң етиқатсизлиғи вә таш жүрәклиги үчүн уларни тәнбиһ берип әйиплиди; чүнки улар өзиниң тирилгинини көргәнләргә ишәнмигән еди.
ಶೇಷತ ಏಕಾದಶಶಿಷ್ಯೇಷು ಭೋಜನೋಪವಿಷ್ಟೇಷು ಯೀಶುಸ್ತೇಭ್ಯೋ ದರ್ಶನಂ ದದೌ ತಥೋತ್ಥಾನಾತ್ ಪರಂ ತದ್ದರ್ಶನಪ್ರಾಪ್ತಲೋಕಾನಾಂ ಕಥಾಯಾಮವಿಶ್ವಾಸಕರಣಾತ್ ತೇಷಾಮವಿಶ್ವಾಸಮನಃಕಾಠಿನ್ಯಾಭ್ಯಾಂ ಹೇತುಭ್ಯಾಂ ಸ ತಾಂಸ್ತರ್ಜಿತವಾನ್|
15 У уларға мундақ деди: — Пүткүл җаһанға берип, яритилғучиларниң һәр биригә хуш хәвәрни җакалаңлар.
ಅಥ ತಾನಾಚಖ್ಯೌ ಯೂಯಂ ಸರ್ವ್ವಜಗದ್ ಗತ್ವಾ ಸರ್ವ್ವಜನಾನ್ ಪ್ರತಿ ಸುಸಂವಾದಂ ಪ್ರಚಾರಯತ|
16 Етиқат қилип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Етиқат қилмиғанлар болса гунаға бекитилиду.
ತತ್ರ ಯಃ ಕಶ್ಚಿದ್ ವಿಶ್ವಸ್ಯ ಮಜ್ಜಿತೋ ಭವೇತ್ ಸ ಪರಿತ್ರಾಸ್ಯತೇ ಕಿನ್ತು ಯೋ ನ ವಿಶ್ವಸಿಷ್ಯತಿ ಸ ದಣ್ಡಯಿಷ್ಯತೇ|
17 Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду: — улар Мениң намим билән җинларни һайдиветиду; улар йеңи тилларда сөзләйду,
ಕಿಞ್ಚ ಯೇ ಪ್ರತ್ಯೇಷ್ಯನ್ತಿ ತೈರೀದೃಗ್ ಆಶ್ಚರ್ಯ್ಯಂ ಕರ್ಮ್ಮ ಪ್ರಕಾಶಯಿಷ್ಯತೇ ತೇ ಮನ್ನಾಮ್ನಾ ಭೂತಾನ್ ತ್ಯಾಜಯಿಷ್ಯನ್ತಿ ಭಾಷಾ ಅನ್ಯಾಶ್ಚ ವದಿಷ್ಯನ್ತಿ|
18 улар иланларни қоллирида тутиду, һәр қандақ зәһәрлик нәрсини ичсиму, уларға зәрәр йәткүзмәйду; қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.
ಅಪರಂ ತೈಃ ಸರ್ಪೇಷು ಧೃತೇಷು ಪ್ರಾಣನಾಶಕವಸ್ತುನಿ ಪೀತೇ ಚ ತೇಷಾಂ ಕಾಪಿ ಕ್ಷತಿ ರ್ನ ಭವಿಷ್ಯತಿ; ರೋಗಿಣಾಂ ಗಾತ್ರೇಷು ಕರಾರ್ಪಿತೇ ತೇಽರೋಗಾ ಭವಿಷ್ಯನ್ತಿ ಚ|
19 Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди.
ಅಥ ಪ್ರಭುಸ್ತಾನಿತ್ಯಾದಿಶ್ಯ ಸ್ವರ್ಗಂ ನೀತಃ ಸನ್ ಪರಮೇಶ್ವರಸ್ಯ ದಕ್ಷಿಣ ಉಪವಿವೇಶ|
20 Мухлислар чиқип, һәр йәргә берип хуш хәвәрни җакалап жүрди. Рәб улар билән тәң ишләп, сөз-каламиға һәмраһ болуп әгәшкән мөҗизилик аламәтләр билән униңға испат бәрди.
ತತಸ್ತೇ ಪ್ರಸ್ಥಾಯ ಸರ್ವ್ವತ್ರ ಸುಸಂವಾದೀಯಕಥಾಂ ಪ್ರಚಾರಯಿತುಮಾರೇಭಿರೇ ಪ್ರಭುಸ್ತು ತೇಷಾಂ ಸಹಾಯಃ ಸನ್ ಪ್ರಕಾಶಿತಾಶ್ಚರ್ಯ್ಯಕ್ರಿಯಾಭಿಸ್ತಾಂ ಕಥಾಂ ಪ್ರಮಾಣವತೀಂ ಚಕಾರ| ಇತಿ|

< Маркус 16 >