< Маркус 10 >

1 У у йәрдин қозғилип, Йәһудийә өлкиси тәрәплиридин өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларғиму барди. Топ-топ адәмләр йәнә униң әтрапиға олишивалған еди. У адити бойичә уларға тәлим беришкә башлиди. 2 Бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди. 3 Лекин у җававән: — Муса [пәйғәмбәр] силәргә немә дәп буйруған? — деди. 4 Улар: — Муса [пәйғәмбәр] кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти. 5 Әйса уларға: — Таш жүрәклигиңлардин у силәргә бу әмирни пүткән; 6 лекин Худа аләм апиридә болғинида [инсанларни] «Әр вә аял қилип яратти». 7 «Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип 8 иккилиси бир тән болиду». Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду. 9 Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун, — деди. 10 Улар өйгә қайтип келип киргәндә, мухлислири униңдин бу һәқтә сориди. 11 У уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши аялиға гуна қилип зина қилған болиду. 12 Ерини қоюветип, башқа әргә тәккән аялму зина қилған болиду, — деди. 13 Қолуңни тәккүзгәйсән дәп, кишиләр кичик балилирини униң алдиға елип келивататти. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди. 14 Буни көргән Әйса аччиқлинип, мухлислириға: Балилар алдимға кәлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур. 15 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди. 16 Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди. 17 У йолға чиққанда, бириси униң алдиға жүгүрүп келип, униң алдида тизлинип униңдин: — И яхши устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа мираслиқ қилимән? — дәп сориди. (aiōnios g166) 18 Лекин Әйса униңға: — Мени немишкә яхши дәйсән? Пәқәт биридин, йәни Худадин башқа һеч ким яхши әмәстур. 19 Сән Тәвраттики «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәрһиз-пәрзләрни билисән, — деди. 20 У адәм җававән: — Устаз, буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди. 21 Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди вә униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Берип пүтүн мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин! — деди. 22 Лекин мошу сөзни аңлап, униң чирайи тутулуп, қайғуға чөмүп у йәрдин кәтти. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди. 23 Андин Әйса чөрисигә сәпселип қарап, мухлислириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәсликтә болиду-һә! — деди. 24 Мухлислар униң сөзлиригә интайин һәйран болушти, лекин Әйса уларға йәнә җававән: — Балилирим, мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә! 25 Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди. 26 Улар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп, бир-биридин: Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти. 27 Әйса уларға қарап: — Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худа үчүн мүмкин әмәс болмайду; чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди. 28 Буниң билән Петрус униңға: — Мана, биз болсақ, һәммини ташлап саңа әгәштуқ!? — дегили турди. 29 Әйса униңға җававән мундақ деди: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өйи, ака-укилири, ача-сиңиллири, атиси, аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси 30 бу заманда буларниң йүз һәссисигә, йәни өй, ака-ука, ача-сиңил, ана, балилар вә йәр-зиминларға (зиянкәшликләр қошулған һалда) муйәссәр болмай қалмайду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. (aiōn g165, aiōnios g166) 31 Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду. 32 Улар Йерусалимға чиқидиған йолда еди, Әйса һәмминиң алдида кетивататти. [Мухлислири] бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Әйса он иккәйләнни йәнә өз йениға тартип, уларға өз бешиға чүшидиғанлирини уқтурушқа башлап: 33 — Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду вә ят әлликләргә тапшуриду. 34 Улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап, униң үстигә төкүриду вә уни өлтүриду. Лекин үч күндин кейин у қайта тирилиду, — деди. 35 Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна униң алдиға келип: — Устаз, сәндин немә тилисәк орундап бәрсәң, дәп өтүнимиз, — дейишти. 36 У уларға: — Силәргә немә қилип беришимни халайсиләр? — деди. 37 — Сән шан-шәривиңдә болғиниңда, биримизни оң йениңда, биримизни сол йениңда олтарғузғайсән, — дейишти улар. 38 Әйса уларға җававән: — Немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр. Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр? Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр? 39 — Қилалаймиз, — дейишти улар. Әйса уларға: — Дәрвәқә, мән ичидиған қәдәһимни силәрму ичисиләр вә мән қобул қилидиған чөмүлдүрүлүш билән чөмүлдүрүлисиләр. 40 Бирақ оң яки сол йенимда олтиришқа несип болуш мениң илигимдә әмәс; бәлки кимләргә тәйярланған болса, шуларға берилиду, — деди. 41 Буниңдин хәвәр тапқан [қалған] он [мухлис] Яқуп билән Юһаннадин хапа болушқа башлиди. 42 Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлумки, ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду. 43 Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмайду; бәлки силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у силәрниң хизмитиңларда болсун; 44 вә ким араңларда биринчи болушни истисә, у һәммә адәмниң қули болсун. 45 Чүнки Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик мениң хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди. 46 Улар Йерихо шәһиригә кәлди. [Әйса] мухлислири вә зор бир топ адәмләр билән биллә Йериходин чиққан вақитта, Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти. 47 У «Насарәтлик Әйса»ниң у йәрдә екәнлигини аңлап: — И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп товлашқа башлиди. 48 Нурғун адәмләр уни «Үн чиқарма» дәп әйиплиди. Лекин у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән, — дәп техиму үнлүк товлиди. 49 Әйса тохтап: Уни чақириңлар, — деди. Шуниң билән улар қариғуни чақирип униңға: — Жүрәклик бол! Орнуңдин тур, у сени чақириватиду! — дейишти. 50 У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп Әйсаниң алдиға кәлди. 51 Әйса җававән униңдин: — Сән мени немә қил дәйсән? — дәп сориди. Қариғу: — И егәм, қайта көридиған болсамиди! — деди. 52 Әйса униңға: — Йолуңға қайтсаң болиду, етиқатиң сени сақайтти, — девиди, у шуан көрәләйдиған болди вә йол бойи Әйсаға әгишип маңди.

< Маркус 10 >