< Луқа 3 >

1 Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили, Понтиус Пилатус Йәһудийә өлкисиниң валийси, Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда, 2 Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди. 3 У Иордан дәрияси вадисидики барлиқ районларни кезип, кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған [суға] «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди. 4 Худди Тәвраттики Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири хатириләнгән қисимда пүтүлгәндәк: «Баяванда товлиғучи бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң йоллирини түз қилиңлар! — дегән авази аңланди. 5 Барлиқ җилғилар толдурулиду, Барлиқ тағ-дөңләр пәслитилиду; Әгир-тоқай җайлар түзлиниду, Оңғул-доңғул йәрләр тәкши йоллар қилиниду. 6 Шундақ қилип, барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду! — дәп товлайду». 7 Йәһя әнди алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа чиққан топ-топ халайиққа: — Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни [Худаниң] чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?! 8 Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар! Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял әйлимәңлар; чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду. 9 Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қандақ дәрәқләр кесип отқа ташлиниду!» — деди. 10 [Униң әтрапиға] топлашқан кишиләр әнди униңдин: — Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди. 11 У җававән: — Икки қур чапини бар киши бирини йоқ кишигә бәрсун, йәйдиғини бар кишиму шундақ қилсун, — деди. 12 Бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили униң алдиға келип: — Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди. 13 У уларға: — Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди. 14 Андин бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу, қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. У уларға: — Башқиларниң пулини зораванлиқ билән еливалмаңлар, һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар вә иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди. 15 Әнди хәлиқ тәқәззалиқта болуп һәммәйлән көңлидә Йәһя тоғрилиқ «Мәсиһ мошу кишимиду?» дәп ойлашти. 16 Йәһя һәммәйләнгә җававән: — Мән силәрни дәрвәқә суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин қудрәтлик болған бириси келиду; мән һәтта кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду. 17 Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди. 18 Әнди шундақ көп башқа несиһәтләр билән Йәһя хуш хәвәрни хәлиққә йәткүзди. 19 [Кейин], һаким Һерод [өгәй] акисиниң аяли Һеродийәни [тартивалғанлиғи] түпәйлидин вә шуниңдәк униң барлиқ башқа рәзил қилмишлири үчүн Йәһя тәрипидин әйипләнгән, 20 Һерод бу барлиқ рәзиллигиниң үстигә йәнә шуни қилдики, Йәһяни зинданға ташлиди. 21 Шундақ болдики, һәммә хәлиқ Йәһядин чөмүлдүрүшни қобул қилғанда, Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асманлар йерилип, 22 Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди. Шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди. 23 Әйса өз [хизмитини] башлиғанда, оттузға кирип қалған еди. У (хәқниң нәзиридә) Йүсүпниң оғли еди; Йүсүп Хеләйниң оғли, 24 Хеләй Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли, 25 Йүсүп Маттатияниң оғли, Маттатия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Наггайниң оғли, 26 Наггай Маһатниң оғли, Маһат Маттатияниң оғли, Маттатия Семәйниң оғли, Семәй Йүсүпниң оғли, Йүсүп Юданиң оғли, 27 Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зәруббабәлниң оғли, Зәруббабәл Салатийәлниң оғли, Салатийәл Нерийниң оғли, 28 Нерий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Аддиниң оғли, Адди Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли, 29 Ер Йосәниң оғли, Йосә Әлиезәрниң оғли, Әлиезәр Йоримниң оғли, Йорим Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, 30 Лавий Симеонниң оғли, Симеон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонанниң оғли, Йонан Әлиақимниң оғли, 31 Әлиақим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Маттатаниң оғли, Маттата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли, 32 Давут Йәссәниң оғли, Йәссә Обәдниң оғли, Обәд Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Амминадабниң оғли, 33 Амминадаб Арамниң оғли, Арам Һезронниң оғли, Һезрон Пәрәзниң оғли, Пәрәз Йәһуданиң оғли, 34 Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Наһорниң оғли, 35 Наһор Серугниң оғли, Серуг Рағуниң оғли, Рағу Пәләгниң оғли, Пәләг Ебәрниң оғли, Ебәр Шелаһниң оғли, 36 Шелаһ Қаинанниң оғли, Қаинан Арпахшадниң оғли, Арпахшад Шәмниң оғли, Шәм Нуһниң оғли, Нуһ Ләмәхниң оғли, 37 Ләмәх Мәтушәлаһниң оғли, Мәтушәлаһ Һанохниң оғли, Һанох Ярәдниң оғли, Ярәд Маһалалилниң оғли, Маһалалил Қенанниң оғли, 38 Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.

< Луқа 3 >