< Луқа 22 >

1 Әнди петир нан һейти («өтүп кетиш һейти» дәпму атилиду) йеқинлишип қалған еди. 2 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни өлүмгә мәһкүм қилишқа амал издәп жүрәтти; чүнки улар хәлиқтин қорқатти. 3 Шу пәйттә он иккиләндин бири болған, Ишқарийот дәп аталған Йәһуданиң көңлигә Шәйтан кирди. 4 У берип баш каһинлар вә ибадәтхана пасибан бәглири билән Әйсани қандақ қилип уларға тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти. 5 Улар интайин хуш болуп, Йәһудаға пул беришкә келишти. 6 Йәһуда мақул болуп, уни халайиқтин айрим қалғанда уларға тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә киришти. 7 Әнди петир нан һейтиниң [биринчи] күни йетип кәлгән еди. Шу күни «өтүп кетиш һейти»ға атап қурбанлиқ [қоза] союлатти. 8 Шуниң билән Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Берип бизгә өтүп кетиш һейтиниң [қозисини] биргә йегили тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти. 9 — Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди улар. 10 У уларға мундақ деди: — Шәһәргә кирсәңлар, мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңип у киргән өйгә кириңлар. 11 Вә өй егисигә: «Устаз: — Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана өй қәйәрдә? — дәп сораватиду» дәңлар. 12 У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлиқ қилип туруңлар. 13 Шуниң билән иккиси беривиди, һәммә ишлар униң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти. 14 Әнди вақти-саити кәлгәндә, Әйса дәстиханда олтарди; он икки расул униң билән биллә олтиришти. 15 Андин у уларға: — Мән азап чекиштин илгири, силәр билән өтүп кетиш һейтиниң бу тамиғиға һәмдәстиханда болушқа толиму интизар болуп кәлгән едим. 16 Чүнки силәргә ейтайки, бу һейт зияпитиниң [әһмийити] Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән, — деди. 17 Андин у бир җамни қолиға елип, тәшәккүр ейтти вә мухлислириға: — Буни елип араңларда тәқсим қилип [ичиңлар]. 18 Чүнки шуни ейтайки, мундин кейин Худаниң падишалиғи кәлмигичә, һәргиз үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән, — деди. 19 Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди. 20 У шуниңдәк тамақтин кейинки җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур. 21 Лекин мана, мени тутуп бәргүчиниң қоли мениң билән бир дәстихандидур. 22 Вә Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида бекитилгәндәк [аләмдин] кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! 23 Андин мухлислар бир-биридин: — Аримизда зади ким мошундақ ишни қилиши мүмкин? — дәп муназиригә чүшүп кетишти. 24 Әнди уларниң арисида қайсимиз әң улуқ санилишимиз керәк дегән талаш-тартиш пәйда болди. 25 У уларға мундақ деди: — Әлләрдики падишалар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду. 26 Бирақ силәр шундақ болмаңлар; бәлки араңлардики әң мәртивилиги өзини әң кичигидәк һесаплисун вә йетәкчи болғанлар [һәммәйләнгә] хизмәткардәк болсун. 27 Ким мәртивилик, дәстиханда олтарғанму яки дәстихандики күткүчиму? Дәстиханда олтарғини әмәсму? Бирақ мән болсам араңларда хизмитиңларда болғучи күткүчидәктурмән. 28 Силәр болсаңлар, бешимға синақлар кәлгәндә баштин-ахир мән билән биллә һәмраһ болғансиләр. 29 Вә худди Атам маңа падишалиқ һоқуқи бекиткәндәк, мән силәргиму шундақ бекитимән. 30 Шуниң билән силәр мениң падишалиғимда мән билән бир дәстиханда йәп-ичисиләр вә тәхтләрдә олтирип, Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр. 31 Рәб йәнә [Петрусқа]: — «Әй Симон, Симон! Мана, Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән. 32 Лекин етиқатиң йоқимисун дәп саңа дуа қилдим. Әнди сән товва қилип түз йолға қайтқандин кейин, қериндашлириңни мустәһкәмлигин» — деди. 33 — И Рәб, — деди Петрус, — Мән сән билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүмгә беришқа тәйярмән! 34 У униңға: — И Петрус, саңа ейтайки, бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән, деди. 35 Андин, у улардин: — Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз [сәпәргә] әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. Улар: — Яқ, деди. 36 Шуниң билән у уларға: — Лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун. 37 Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, [муқәддәс язмиларда]: «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» дәп пүтүлгән сөз мәндә чоқум әмәлгә ашурулиду. Чүнки мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду — деди. 38 — И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән, деди улар. — Болди, йетиду! — деди у уларға. 39 Андин у чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди; униң мухлислири униңға әгишип барди. 40 У йәргә йетип барғанда у уларға: — Аздурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди. 41 Андин, улардин бир таш етимичә нерирақ берип, тизлинип туруп: 42 — И Ата, халисаң, бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән. Лекин мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң ада қилинсун — дәп дуа қилди; 43 вә асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп уни қувәтләндүрди. 44 У қаттиқ азапта толғинип техиму ихласлиқ билән дуа қиливәрди. Буниң билән униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди. 45 Андин дуасини түгитип, орнидин туруп, мухлислириниң йениға кәлди. Уларниң ғәмгә чөкүп һалсизлинип үгдәп қалғанлиғини көрүвиди, уларға: 46 — Ухлап қалғиниңлар немиси? Аздурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди. 47 Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға [салам берип] сөйгили қешиға барди. 48 Әйса униңға: — Әй Йәһуда, бир сөйүш билән Инсаноғлини тутуп берәрсәнму? — деди. 49 Вә Әйсаниң әтрапидикиләр немә иш йүз беридиғанлиғини билип йетип: — И Рәб, қилич билән урайлиму? — деди. 50 Вә улардин бири [қиличини көтирип], баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти. 51 Бирақ Әйса буниңға җававән: — Болди, тохта! — деди; у қолини узитип қулиқиға тәккүзүп, уни сақайтти. 52 Әйса өзини тутқили кәлгән баш каһинлар, пасибан бәглири вә ақсақалларға қарап: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип кәпсиләрғу? 53 Муқәддәс ибадәтханида һәр күни силәр билән биллә едим, силәр қол салмидиңлар. Һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур — деди. 54 Улар Әйсани тутувелип, баш каһинниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңди. 55 Әнди улар һойлиниң оттурисида от йеқип чөрисидә [иссинип] олтарғанда, Петрус уларниң арисиға кирип олтарди. 56 Андин отниң нурида униң олтарғинини көргән бир дедәк униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән биллә еди, — деди. 57 Лекин у тенип: — Әй хотун, уни тонумаймән! — деди. 58 Андин узун өтмәй, йәнә бирәйлән уни көрүп: — Сәнму улардин екәнсән, — деди. Лекин Петрус: — Әй бурадәр, ундақ әмәсмән! — деди. 59 Андин бир саатчә өткәндә башқа бирәйлән: — Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур, — дәп чиң турувалди. 60 Лекин Петрус: — Һәй бурадәр, немә дәватқиниңни билмәймән! — деди. Вә униң сөзи аяқлашмастинла, ғораз чиллиди. 61 Әнди Рәб кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қарап қойди. Шуниң билән Петрус Рәбниң сөзини, йәни: «Бүгүн ғораз чиллаштин илгири сән мәндин үч қетим танисән» дегәнлигини ядиға кәлтүрди. 62 Вә у ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти. 63 Әнди Әйсани тутуп туруватқанлар уни мәсқирә қилишқа вә савап-думбилашқа башлиди; 64 униң көзлирини теңип униңдин: — Сени урған кимду? Қени, бешарәт бәргин! — дәп сорашти 65 вә униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурди. 66 Таң атқанда, хәлиқ ақсақаллири, йәни баш каһинлар вә Тәврат устазлири жиғилишти. Улар уни өз кеңәшмисигә елип берип 67 униңдин: — Ейтә, сән Мәсиһму? — дәп сорашти. У уларға җававән: — Силәргә ейтсамму, қәтъий ишәнмәйсиләр. 68 Силәрдин бирәр соал сорисам, һеч җавап бәрмәйсиләр. 69 Лекин бу вақиттин башлап Инсаноғли Һәммигә Қадирниң оң йенида олтириду, — деди. 70 — Ундақта, сән Худаниң Оғли екәнсән-дә? — дейишти улар. У: — Дегиниңлардәк мән шудурмән! — дәп җавап бәрди. 71 Шуниң билән улар: — Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ! — дейишти.

< Луқа 22 >