< Луқа 14 >

1 Вә шундақ болдики, бир шабат күни у Пәрисийләрдин болған бир һөкүмдарниң өйигә ғизаға барди; әнди улар уни пайлап жүрүвататти.
安息日,耶穌到一個法利賽人的首領家裏去吃飯,他們就窺探他。
2 Вә мана, у йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди.
在他面前有一個患水臌的人。
3 Әйса Тәврат әһлилири вә Пәрисийләрдин: — Шабат күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? — дәп сориди.
耶穌對律法師和法利賽人說:「安息日治病可以不可以?」
4 Бирақ улар лам-җим демиди. У һелиқи кесәлгә қолини тәккүзүп, сақайтип йолға салди.
他們卻不言語。耶穌就治好那人,叫他走了;
5 Андин у улардин йәнә: — Араңлардин бириңларниң мабада шабат күнидә ешиги я калиси қудуққа чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқармайдиған зади ким бар? — дәп сориди.
便對他們說:「你們中間誰有驢或有牛,在安息日掉在井裏,不立時拉牠上來呢?」
6 Вә улар униң бу сөзлиригә һеч җавап берәлмиди.
他們不能對答這話。
7 Әйса чақирилған меһманларниң өзлиригә төрдин орунларни қандақ таллиғинини көрүп, уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди:
耶穌見所請的客揀擇首位,就用比喻對他們說:
8 — Бириси сени той зияпитигә тәклип қилса, төрдә олтармиғин. Болмиса, сәндин һөрмәтликрәк бириси тәклип қилинған болса,
「你被人請去赴婚姻的筵席,不要坐在首位上,恐怕有比你尊貴的客被他請來;
9 У чағда сени вә уни чақирған саһибхана келип саңа: «Бу кишигә орун бәргәйсиз» дәп қалса, сән хиҗаләттә қелип пәгаһға чүшүп қалисән.
那請你們的人前來對你說:『讓座給這一位吧!』你就羞羞慚慚地退到末位上去了。
10 Лекин сән чақирилғанда, берип пәгаһда олтарғин. Шуниң билән сени чақирған саһибхана келип: «Әй достум, жуқуриға чиқиң» дейиши мүмкин вә шуниң билән сениң билән дәстиханда олтарғанларниң һәммисиниң алдида саңа иззәт болиду.
你被請的時候,就去坐在末位上,好叫那請你的人來對你說:『朋友,請上座。』那時,你在同席的人面前就有光彩了。
11 Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилиниду вә кимдәким өзини төвөн тутса үстүн қилиниду.
因為,凡自高的,必降為卑;自卑的,必升為高。」
12 У өзини меһманға чақирған саһибханиға мундақ деди: — Меһманни тамаққа яки зияпәткә чақирғиниңда, дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай қолум-хошнилириңни чақирмиғин. Чүнки уларму сени меһманға чақирип, мәрһәмитиңни қайтуруши мүмкин.
耶穌又對請他的人說:「你擺設午飯或晚飯,不要請你的朋友、弟兄、親屬,和富足的鄰舍,恐怕他們也請你,你就得了報答。
13 Шуниң үчүн зияпәт берәй десәң, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақирғин
你擺設筵席,倒要請那貧窮的、殘廢的、瘸腿的、瞎眼的,你就有福了!
14 вә бәхит-бәрикәт көрисән; чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңни қайтурушниң амали йоқтур. Шуниң билән һәққанийларниң қайта тирилгән күнидә қилғиниң өзүңгә қайтурулиду.
因為他們沒有甚麼可報答你。到義人復活的時候,你要得着報答。」
15 Униң билән һәмдәстихан олтарғанлардин бири бу сөзләрни аңлап, униңға: — Худаниң падишалиғида ғизаланғучилар немидегән бәхитлик-һә! — деди.
同席的有一人聽見這話,就對耶穌說:「在上帝國裏吃飯的有福了!」
16 Бирақ у униңға җававән мундақ деди: — Бир киши катта зияпәткә тутуш қилип, нурғун меһманларни чақирип қоюпту.
耶穌對他說:「有一人擺設大筵席,請了許多客。
17 Дәстихан селинған шу сааттә, чакирини әвәтип, чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту.
到了坐席的時候,打發僕人去對所請的人說:『請來吧!樣樣都齊備了。』
18 Бирақ, меһманларниң һәммиси бармаслиққа бир-бирләп өзрә-банә көрсәткили турупту. Биринчиси униңға: «Мән һелила бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту.
眾人一口同音地推辭。頭一個說:『我買了一塊地,必須去看看。請你准我辭了。』
19 Йәнә бири: «Мән бәш қошлуқ өкүз сетивалдим, һазир берип уларни синап көрүшүм керәк. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту.
又有一個說:『我買了五對牛,要去試一試。請你准我辭了。』
20 Йәнә бириси: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән» дәпту.
又有一個說:『我才娶了妻,所以不能去。』
21 Чакар қайтип келип, бу ишларни ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ вә кор-әмаларни мошу йәргә жиғип кәл» дәпту.
那僕人回來,把這事都告訴了主人。家主就動怒,對僕人說:『快出去,到城裏大街小巷,領那貧窮的、殘廢的、瞎眼的、瘸腿的來。』
22 Андин чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, әмир бәргиниңдәк ада қилинди, вә йәнә бош орун бар!» дәпту.
僕人說:『主啊,你所吩咐的已經辦了,還有空座。』
23 Шуниң билән ғоҗайин чакарға: — «Өйүм меһманларға толуш үчүн йезилардики чоң-кичик йолларни, мәһәллиләрни арилап, удул кәлгән адимиңни зорлап елип кәлгин!
主人對僕人說:『你出去到路上和籬笆那裏,勉強人進來,坐滿我的屋子。
24 Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсиси дәстихинимдин тетимайду», дәпту.
我告訴你們,先前所請的人沒有一個得嘗我的筵席。』」
25 Әнди топ-топ адәмләр униңға һәмраһ болуп кетивататти. У бурулуп уларға қарап мундақ деди:
有極多的人和耶穌同行。他轉過來對他們說:
26 — Маңа әгәшкәнләр [маңа болған сөйүшлиридин] өз атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә ача-сиңиллири, һәтта өз җениниму яман көрмисә маңа мухлис болалмас.
「人到我這裏來,若不愛我勝過愛自己的父母、妻子、兒女、弟兄、姊妹,和自己的性命,就不能作我的門徒。
27 Кимдәким өзиниң крестини йүдүп маңа әгәшмисә у маңа мухлис болалмас.
凡不背着自己十字架跟從我的,也不能作我的門徒。
28 Араңлардин бириси мунар салмақчи болса, алди билән олтирип бу қурулушни пүткүзгидәк хираҗәт өзүмдә барму-йоқ дәп һесап қилмасму?
你們哪一個要蓋一座樓,不先坐下算計花費,能蓋成不能呢?
29 Ундақ қилмиғанда, һулни селип пүткүзәлмисә, көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип: «Бу адәм бенани башлап қоюп пүткүзәлмиди» — демәй қалмайду.
恐怕安了地基,不能成功,看見的人都笑話他,說:
『這個人開了工,卻不能完工。』
31 Яки бир падиша йәнә бир падиша билән җәң қилғили чиқса алди билән олтирип: — Мениң үстүмгә келидиған жигирмә миң кишилик қошун егисигә мән он миң әскирим билән тақабил туралармәнму? дәп мөлчәрләп көрмәмду?!
或是一個王出去和別的王打仗,豈不先坐下酌量,能用一萬兵去敵那領二萬兵來攻打他的嗎?
32 Әгәр у «Соқушалмаймән» дәп ойлиса, дүшмән техи жирақтики чағда әлчи әвәтип, сулһ шәртлирини сорайду.
若是不能,就趁敵人還遠的時候,派使者去求和息的條款。
33 Шуниңға охшаш, силәрдин кимдәким [көңлидә] өзиниң бар-йоқи билән хошлашмиса, маңа мухлис болалмас.
這樣,你們無論甚麼人,若不撇下一切所有的,就不能作我的門徒。」
34 Туз яхши нәрсидур; һалбуки, туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?
「鹽本是好的;鹽若失了味,可用甚麼叫它再鹹呢?
35 У тупраққа ишлитишкә яки оғутқа арилаштурушқиму яримай, талаға ташлиниду. Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
或用在田裏,或堆在糞裏,都不合式,只好丟在外面。有耳可聽的,就應當聽!」

< Луқа 14 >