< Луқа 10 >

1 Бу ишлардин кейин, Рәб мухлислардин йәнә йәтмишини тайинлап, өзи бармақчи болған барлиқ шәһәр-йезиларға икки-иккидин өзидин бурун әвәтти.
و بعد از این امور، خداوند هفتاد نفر دیگر را نیز تعیین فرموده، ایشان را جفت جفت پیش روی خود به هر شهری و موضعی که خود عزیمت آن داشت، فرستاد.۱
2 У уларға мундақ тапилиди: — Жиғилидиған һосул дәрвәқә көп, лекин һосулни жиққучи ишләмчиләр аз екән. Шуңа һосул Егисидин көпрәк ишләмчиләрни Өз һосулуңни жиғишқа әвәткәйсән, дәп тиләңлар.
پس بدیشان گفت: «حصاد بسیار است و عمله کم. پس ازصاحب حصاد درخواست کنید تا عمله ها برای حصاد خود بیرون نماید.۲
3 Меңиңлар! Мән қозиларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк силәрни әвәтимән.
بروید، اینک من شما را چون بره‌ها در میان گرگان می‌فرستم.۳
4 Һәмян, хурҗун вә кәшләр алмаңлар; йолда кишиләр билән саламлишишқа [тохтимаңлар].
وکیسه و توشه‌دان و کفشها با خود برمدارید وهیچ‌کس را در راه سلام منمایید،۴
5 Қайси өйгә кирсәңлар, алди билән: «Мошу өйдикиләргә арамлиқ болғай!» дәңлар.
و در هرخانه‌ای که داخل شوید، اول گویید سلام بر این خانه باد.۵
6 У өйдә «арамлиқ егиси» болса, тилигән арамлиғиңлар шу өйгә қониду; әгәр болмиса, у арамлиқ өзүңларға яниду.
پس هرگاه ابن السلام در آن خانه باشد، سلام شما بر آن قرار گیرد والا به سوی شما راجع شود.۶
7 Андин чүшкән өйдә туруп йөткәлмәңләр, шу өйдикиләрниң бәргинини йәп-ичиңлар, чүнки ишләмчи өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур. У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар.
و در آن خانه توقف نمایید و از آنچه دارند بخورید و بیاشامید، زیرا که مزدور مستحق اجرت خود است و از خانه به خانه نقل مکنید.۷
8 Силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилса, улар алдиңларға немә қойса шуни йәңлар.
ودر هر شهری که رفتید و شما را پذیرفتند، از آنچه پیش شما گذارند بخورید.۸
9 У йәрдики кесәлләрни сақайтип, уларға: «Худаниң падишалиғи силәргә йеқинлашти!» дәңлар.
و مریضان آنجا راشفا دهید و بدیشان گویید ملکوت خدا به شمانزدیک شده است.۹
10 Бирақ силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилмиса, уларниң рәстә-кочилириға чиқип көпчиликкә:
لیکن در هر شهری که رفتیدو شما را قبول نکردند، به کوچه های آن شهربیرون شده بگویید،۱۰
11 «Силәргә агаһ болсун үчүн һәтта шәһириңларниң айиғимизға чаплашқан тописиниму қеқип чүшүрүветимиз! Һалбуки, шуни билип қоюңларки, Худаниң падишалиғи силәргә [растинла] йеқинлашти!» — дәңлар.
حتی خاکی که از شهرشما بر ما نشسته است، بر شما می‌افشانیم. لیکن این را بدانید که ملکوت خدا به شما نزدیک شده است.۱۱
12 Мән силәргә ейтип қояйки, шу күни һәтта Содом шәһиридикиләрниң көридиғини бу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.
و به شما می‌گویم که حالت سدوم در آن روز، از حالت آن شهر سهل تر خواهد بود.۱۲
13 Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти.
وای بر تو‌ای خورزین؛ وای بر تو‌ای بیت صیدا، زیرا اگر معجزاتی که در شما ظاهر شددر صور و صیدون ظاهر می‌شد، هرآینه مدتی درپلاس و خاکستر نشسته، توبه می‌کردند.۱۳
14 Қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду.
لیکن حالت صور و صیدون در روز جزا، از حال شماآسانتر خواهد بود.۱۴
15 Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр! (Hadēs g86)
و تو‌ای کفرناحوم که سر به آسمان افراشته‌ای، تا به حهنم سرنگون خواهی شد. (Hadēs g86)۱۵
16 [У мухлислириға йәнә]: — Кимдәким силәрни тиңшиса, мениму тиңшиған болиду; кимдәким силәрни чәткә қақса, мениму чәткә қаққан болиду; ким мени чәткә қаққан болса, мени әвәткүчиниму чәткә қаққан болиду, — деди.
آنکه شما را شنود، مرا شنیده و کسی‌که شما را حقیر شمارد مرا حقیر شمرده و هر‌که مراحقیر شمارد فرستنده مرا حقیر شمرده باشد.»۱۶
17 Йәтмиш мухлис хошал-хурамлиқ ичидә қайтип келип: — И Рәб! Һәтта җинларму сениң намиң билән бизгә бойсунидикән! — дәп мәлум қилди.
پس آن هفتاد نفر با خرمی برگشته گفتند: «ای خداوند، دیوها هم به اسم تو اطاعت مامی کنند.»۱۷
18 У уларға: — Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көргәнмән.
بدیشان گفت: «من شیطان را دیدم که چون برق از آسمان می‌افتد.۱۸
19 Мана, мән силәргә илан-чаянларни дәссәп янҗишқа вә дүшмәнниң барлиқ күч-қудритини бесип ташлашқа һоқуқ бәрдим. Һеч қачан һеч қандақ нәрсә силәргә зәрәр йәткүзәлмәйду.
اینک شما راقوت می‌بخشم که ماران و عقربها و تمامی قوت دشمن را پایمال کنید و چیزی به شما ضرر هرگزنخواهد رسانید.۱۹
20 Лекин силәр роһларниң силәргә бойсунғанлиғи түпәйлидин шатланмаңлар, бәлки намиңларниң әршләрдә пүтүлгәнлиги түпәйлидин шатлиниңлар, — деди.
ولی از این شادی مکنید که ارواح اطاعت شما می‌کنند بلکه بیشتر شاد باشیدکه نامهای شما در آسمان مرقوم است.»۲۰
21 Шу вақитта, Әйса роһта хошаллинип мундақ деди: «Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу һәқиқәтләрни данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн сени мәдһийиләймән! Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.
در همان ساعت، عیسی در روح وجدنموده گفت: «ای پدر مالک آسمان و زمین، تو راسپاس می‌کنم که این امور را از دانایان وخردمندان مخفی داشتی و بر کودکان مکشوف ساختی. بلی‌ای پدر، چونکه همچنین منظور نظرتو افتاد.»۲۱
22 Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулниң кимлигини Атидин башқа һеч ким билмәйду, вә Атиниңму кимлигини Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду».
و به سوی شاگردان خود توجه نموده گفت: «همه‌چیز را پدر به من سپرده است. وهیچ‌کس نمی شناسد که پسر کیست، جز پدر و نه که پدر کیست، غیر از پسر و هر‌که پسر بخواهدبرای او مکشوف سازد.»۲۲
23 Андин у мухлислириға бурулуп, уларға астиғина: Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр бәхитликтур!
و در خلوت به شاگردان خود التفات فرموده گفت: «خوشابحال چشمانی که آنچه شما می‌بینید، می‌بینند.۲۳
24 Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, нурғун пәйғәмбәрләр вә падишалар силәр көргән ишларни көрүшкә интизар болғини билән уларни көрмигән; вә силәр аңлаватқан ишларни аңлашқа интизар болғини билән, уларни аңлап бақмиған, — деди.
زیرابه شما می‌گویم بسا انبیا و پادشاهان می‌خواستندآنچه شما می‌بینید، بنگرند و ندیدند و آنچه شمامی شنوید، بشنوند و نشنیدند.»۲۴
25 Вә мана, Тәврат устазлиридин бири орнидин туруп Әйсани синимақчи болуп: — Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк? — дәп сориди. (aiōnios g166)
ناگاه یکی از فقها برخاسته از روی امتحان به وی گفت: «ای استاد چه کنم تا وارث حیات جاودانی گردم؟» (aiōnios g166)۲۵
26 У җававән: — Тәврат қанунида немә пүтүлгән? Буниңға өзүң қандақ қарайсән? — деди.
به وی گفت: «در تورات چه نوشته شده است و چگونه می‌خوانی؟»۲۶
27 Һелиқи киши җававән: — «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; вә «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.
جواب داده، گفت: «اینکه خداوند خدای خود را به تمام دل و تمام نفس و تمام توانایی و تمام فکر خودمحبت نما و همسایه خود را مثل نفس خود.»۲۷
28 Әйса униңға: — Тоғра җавап бәрдиң. Мана шундақ қилсаң һаят болисән, — деди.
گفت: «نیکو جواب گفتی. چنین بکن که خواهی زیست.»۲۸
29 Лекин өзини һәққаний дәп испатлимақчи болуп, Әйсадин йәнә сорап: — Әнди «Мениң хошнам» кимдур? — деди.
لیکن او چون خواست خودرا عادل نماید، به عیسی گفت: «و همسایه من کیست؟»۲۹
30 Әйса җававән мундақ деди: — Бир адәм Йерусалимдин Йерихо шәһиригә чүшүветип, йолда қарақчиларниң қолиға чүшүп қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни яриландуруп, чала өлүк һалда ташлап кетипту.
عیسی در جواب وی گفت: «مردی که ازاورشلیم به سوی اریحا می‌رفت، به‌دستهای دزدان افتاد و او را برهنه کرده مجروح ساختند واو را نیم مرده واگذارده برفتند.۳۰
31 Вә шундақ болдики, мәлум бир каһин шу йолдин чүшүветип, һелиқи адәмни көрүп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
اتفاق کاهنی ازآن راه می‌آمد، چون او را بدید از کناره دیگررفت.۳۱
32 Шуниңдәк бир Лавийлиқ [роһаний] бу йәргә кәлгәндә, йениға келип қарап қоюп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
همچنین شخصی لاوی نیز از آنجا عبورکرده نزدیک آمد و بر او نگریسته از کناره دیگربرفت.۳۲
33 Лекин сәпәрдә болған бир Самарийәлик һелиқи адәмниң йениға кәлгәндә, уни көрүпла ич ағритипту
«لیکن شخصی سامری که مسافر بود نزدوی آمده چون او را بدید، دلش بر وی بسوخت.۳۳
34 вә алдиға берип, җараһәтлиригә май вә шарап қуюп, теңип қоюпту. Андин уни өз улиғиқа миндүрүп, бир сарайға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту.
پس پیش آمده بر زخمهای او روغن و شراب ریخته آنها را بست واو را بر مرکب خود سوارکرده به‌کاروانسرای رسانید و خدمت او کرد.۳۴
35 Әтиси йолға чиққанда, икки күмүч динарни елип сарайвәнгә берип: «Униңға қарап қоюң, буниңдин артуқ чиқим болса, қайтишимда сизгә төләймән» дәпту.
بامدادان چون روانه می‌شد، دو دینار درآورده به‌سرایدار داد و بدو گفت این شخص را متوجه باش و آنچه بیش از این خرج کنی، در حین مراجعت به تو دهم.۳۵
36 [Әнди Әйса һелиқи устаздин]: — Сениңчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларниң қолиға чүшкән һелиқи кишигә [һәқиқий] хошна болған? — дәп сориди.
«پس به نظر تو کدام‌یک از این سه نفرهمسایه بود با آن شخص که به‌دست دزدان افتاد؟»۳۶
37 — Униңға меһриванлиқ көрсәткән киши, — дәп җавап бәрди у. Әйса униңға: — Ундақ болса, сән һәм берип шуниңға охшаш қилғин, — деди.
گفت: «آنکه بر او رحمت کرد.» عیسی وی را گفت: «برو و تو نیز همچنان کن.»۳۷
38 Вә шундақ болдики, у [мухлислири билән биллә] йолда кетиветип, мәлум бир йезиға кирди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял уни өйигә чақирип меһман қилди.
و هنگامی که می‌رفتند او وارد بلدی شد وزنی که مرتاه نام داشت، او را به خانه خودپذیرفت.۳۸
39 Мартаниң Мәрйәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У Әйсаниң айиғи алдида олтирип, униң сөз-каламини тиңшивататти.
و او را خواهری مریم نام بود که نزدپایهای عیسی نشسته کلام او را می‌شنید.۳۹
40 Әнди меһманларни күтүш ишлириниң көплүгидин көңли бөлүнүп кәткән Марта Әйсаниң алдиға келип: — И Рәб, сиңлимниң мени меһман күткили ялғуз ташлап қойғиниға кариң болмамду? Уни маңа ярдәмлишишкә буйруғин! — деди.
امامرتاه بجهت زیادتی خدمت مضطرب می‌بود. پس نزدیک آمده، گفت: «ای خداوند آیا تو راباکی نیست که خواهرم مرا واگذارد که تنهاخدمت کنم، او را بفرما تا مرا یاری کند.»۴۰
41 Лекин Әйса униңға җававән: — Әй Марта, Марта, сән көп ишларниң ғемини йәп аварә болуп жүрүватисән.
عیسی در جواب وی گفت: «ای مرتاه، ای مرتاه تو در چیزهای بسیار اندیشه و اضطراب داری.۴۱
42 Бирақ бирла иш зөрүрдур; вә Мәрйәм шуниңдин өзигә несивә болидиған яхши үлүшни таллиди; бу һәргиз униңдин тартивелинмайду — деди.
لیکن یک چیز لازم است و مریم آن نصیب خوب را اختیار کرده است که از او گرفته نخواهد شد.»۴۲

< Луқа 10 >