< Лавийлар 1 >
1 Вә Пәрвәрдигар Мусани чақирип җамаәт чедиридин униңға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — Әгәр силәрдин бириңлар Пәрвәрдигарниң алдиға бир қурбанлиқни сунмақчи болсаңлар, қурбанлиғиңларни чарпайлардин, йәни кала яки ушшақ маллардин сунушуңлар керәк.
3 Әгәр униң сунидиғини калилардин көйдүрмә қурбанлиқ болса, ундақта у беҗирим әркәк һайванни кәлтүрсун; униң Пәрвәрдигарниң алдида қобул болуши үчүн уни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида сунсун.
4 У қолини көйдүрмә қурбанлиқниң бешиға қойсун; шуниң билән қурбанлиқ униң орниға кафарәт болушқа қобул қилиниду.
5 Андин у Пәрвәрдигарниң һозурида буқини боғузлисун; каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини кәлтүрүп, җамаәт чедириниң кириш ағзидики қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
6 Андин [қурбанлиқ қилғучи] көйдүрмә қурбанлиқ қилинған һайванниң терисини союп, тенини парчилисун
7 вә Һарун каһинниң оғуллири қурбангаһта от қалап отниң үстигә отунларни тизсун.
8 Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири гөш парчилирини, беши вә мейи билән қошуп, қурбангаһдики отниң үстидики отунниң үстигә тәртип билән тизип қойсун.
9 Лекин униң ич-қарни билән пачақлирини [қурбанлиқ сунғучи] суда жуйсун; андин каһин һәммисини елип келип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
10 Әгәр у көйдүрмә қурбанлиқ қилиш үчүн ушшақ маллардин қой я өшкә қурбанлиқ қилай десә, ундақда у беҗирим болған бир әркикини кәлтүрсун.
11 У уни қурбангаһниң шимал тәрипидә Пәрвәрдигарниң һозурида боғузлисун. Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини елип, қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
12 [қурбанлиқ қилғучи] болса гөшни парчилап, беши билән мейини кесип айрисун. Андин каһин буларни елип қурбангаһтики отниң үстидики отунниң үстидә тәртип бойичә тизип қойсун.
13 Лекин униң ич-қарни билән пачақларни [қурбанлиқ сунғучи] суда жуйсун; андин каһин һәммисини елип келип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
14 Әгәр [қурбанлиқ қилғучи] Пәрвәрдигарға атап учар-қанатлардин көйдүрмә қурбанлиқ қилай десә, ундақта у пахтәкләрдин яки кәптәр балилиридин қурбанлиқ кәлтүрсун.
15 Каһин уни қурбангаһниң йениға елип келип, бешини толғап үзүп уни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; униң қени сиқилип қурбангаһниң темиға сүртүлсун.
16 Лекин ташлиғини пәйлири билән қошуп қурбангаһниң шәриқ тәрипидики күллүккә ташливәтсун;
17 у қурбанлиқни икки қанитиниң оттурисидин ярсун, бирақ уни икки парчә қиливәтмисун. Андин каһин буни елип қурбангаһдики отниң үстидики отунниң үстигә қоюп көйдүрсун; бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.