< Лавийлар 27 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — 2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бириси пәвқулъаддә бир қәсәм қилип мәлум кишиниң җенини Пәрвәрдигарға атиған болса, ундақта шу кишигә сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду; 3 Йеши жигирмә билән атмишниң арилиғида болған әр киши болса, сән тохтитидиған қиммити муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә болсун; униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун. 4 Аял киши болса, араңларда тохтитилған қиммити оттуз шәкәл болсун. 5 Әгәр йеши бәш билән жигирминиң арилиғида болса, әркәк үчүн тохтитилидиған қиммити жигирмә шәкәл болуп, аял киши үчүн он шәкәл болсун. 6 Әгәр йеши бир ай билән бәш яшниң арилиғида болса, тохтитилидиған қиммити оғул бала үчүн бәш шәкәл, қиз бала үчүн үч шәкәл күмүч болсун. 7 Әгәр атмиш я униңдин чоңрақ яштики киши болса, тохтитилидиған қиммити әр киши үчүн он бәш шәкәл, хотун киши үчүн он шәкәл болсун. 8 Әгәр бириси тохтитилған қиммитини төләшкә қурби йәтмисә, у өзини каһинниң алдида тәқ қилсун; каһин униң қиммитини бекитсун. Каһин қәсәм қилғучиниң әһвалиға қарап униң қиммитини тохтитип бәрсун. 9 Әгәр бириси [қәсәм қилип] Пәрвәрдигарға қурбанлиқ болушқа лайиқ болидиған бир һайванни униңға атиған болса, ундақта шундақ һайванлар Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун; 10 һайван начар болса униң орниға яхшини яки яхшиниң орниға начирини тегишишкә яки орниға башқисини алмаштурушқа һәргиз болмайду. Мабада атиғучи у һайванниң орниға йәнә бир һайванни йәңгүшлимәкчи болса, Авалқиси билән орниға әкәлгининиң һәр иккиси муқәддәс саналсун. 11 Әгәр һайван Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиққа лайиқ болмайдиған бир «напак» һайван болса, ундақта у һайванни каһинниң алдиға елип кәлсун; 12 андин каһин өзи униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин қиммитини қанчә тохтатқан болса шундақ болсун. 13 Әгәр егиси пул төләп һайванни қайтурувлмақчи болса, тохтитилған қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун. 14 Әгәр бириси Пәрвәрдигарға муқәддәс болсун дәп өйини униңға атап муқәддәс қилса, каһин униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин униң қиммитини қанчә тохтатқан болса, шу қиммити инавәтлик болиду. 15 Кейин әгәр өйни атиғучи киши уни қайтурувалмақчи болса, у тохтитилған қиммитигә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; андин өй йәнә униң болиду. 16 Әгәр бириси өз мал-мүлки болған етизлиқниң бир қисмини Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилса, қиммити униңға қанчилик уруқ терилидиғанлиғиға қарап тохтитилсун; бир хомир арпа уруғи кетидиған йәр болса, қиммити әллик шәкәл көмүшкә тохтитилсун. 17 Әгәр бириси «азатлиқ жили»дин тартип өз етизлиғини муқәддәс қилса, сән қанчә тохтатсаң шу болсун. 18 Лекин әгәр бириси «азатлиқ жили»дин кейин өз етизлиғини муқәддәс қилған болса, каһин келидиған азатлиқ жилиғичә қанчилик жиллар қалғанлиғини һесаплап қиммитини тохтатсун. Өтүп кәткән жилларға қарап толуқ баһадин мувапиқ пул кемәйтилсун. 19 Әгәр бириси өз етизлиғини муқәддәс қилғандин кейин пул төләп уни қайтурувалмақчи болса, у сән тохтатқан қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; шуниң билән етизлиқ униң өз қолиға қайтиду. 20 Әгәр у пул берип етизлиқни қайтурувалмиған болса яки башқа бирисигә сетип бәргән болса, кейин шу етизлиқни қайтурувелишқа болмайду, 21 Бәлки азатлиқ жили кәлгәндә етизлиқ «егисигә қайтурулидиғанда» у мутләқ беғишланған йәргә охшаш, Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинип, мирас һоқуқи каһинға өтиду. 22 Әгәр бириси сетивалған амма өз мираси болмиған бир парчә йәр-етизни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилған болса, 23 каһин азатлиқ жилиғичә қалған жилни һесаплап, қиммитини тохтатсун. Андин у күни шу киши тохтитилған қиммитини Пәрвәрдигарға муқәддәс қилған нәрсә сүпитидә кәлтүрсун. 24 Лекин азатлиқ жили кәлгәндә, етизлиқ кимдин елинған болса, шу кишигә, йәни әслидики егисигә қайтуруп берилсун. 25 Сән тохтитидиған барлиқ қиммәтләр болса һемишә муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бочичә һесаплансун; бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр болиду. 26 Лекин чарпайниң тунҗа балиси тунҗа бала болғанлиғи сәвәвидин әслидинла Пәрвәрдигарға атилидиған болғачқа, кала болсун, қой-өшкә болсун һеч ким уни «Худаға атап» муқәддәс қилмисун; чүнки у әслидә Пәрвәрдигарниң еди. 27 Әгәр у напак бир һайвандин туғулған болса, егиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип, андин өзигә қайтурувалсун; лекин әгәр егиси уни өзигә қайтурувалмаймән десә, бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун. 28 Әгәр бириси Пәрвәрдигарға өз мелидин, адәм болсун, һайван болсун яки мирас йери болсун, Пәрвәрдигарға мутләқ атиған болса, ундақ нәрсә һәргиз сетилмисун яки бәдәл төләш биләнму қайтурулмисун. Пәрвәрдигарға мутләқ аталған һәр нәрсә болса «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинип, униңға хас болиду. 29 Әгәр бир адәм Худаға мутләқ хас аталған болса, ундақта униң үчүн бәдәл берилип, қайтурувелинишқа һәргиз болмайду; у чоқум өлтүрүлүши керәк. 30 Йәр-зиминдин чиққан һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә болса, йәрниң данлиқ зираәтлири болсун яки дәрәқләрниң мевиси болсун, Пәрвәрдигарниңки болиду; у Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинғандур. 31 Бириси өз өшрилиридин мәлум бир нәрсини бәдәл берип қайтурувалмақчи болса, у шуниңға йәнә униң қиммитиниң бәштин бирини қошуп берип, қайтурувалсун. 32 Кала яки қой-өшкә падисидин елинидиған өшрә болса падичиниң тайиғи астидин өткүзүлгән һайванлардин һәр онинчиси болсун; Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс қилинғини шу болсун. 33 Һеч ким униң яхши-яманлиғиға қаримисун вә яки уни алмаштурмисун; әгәр уни алмаштуримән десә, Авалқиси билән орниға алмаштурулған һәр иккиси муқәддәс саналсун; у һәргиз бәдәл төлүп қайтурувелинмисун. 34 Пәрвәрдигар Синай теғида Мусаға тапилған, Исраилларға тапшуруш керәк болған әмирләр мана шулар еди.

< Лавийлар 27 >