< Лавийлар 23 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華對摩西說:
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар, силәр муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған һейтлирим мана мунулардур: —
「你曉諭以色列人說:耶和華的節期,你們要宣告為聖會的節期。
3 (алтә күн иш-әмгәк қилинсун; лекин йәттинчи күни «хас шабат күни», муқәддәс сорунлар күни болиду; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Қәйәрдила турсаңлар бу күн Пәрвәрдигарға аталған шабат күни болиду).
六日要做工,第七日是聖安息日,當有聖會;你們甚麼工都不可做。這是在你們一切的住處向耶和華守的安息日。
4 Силәр бекитилгән күнлири муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған, Пәрвәрдигарниң һейтлири мана мунулардур: —
耶和華的節期,就是你們到了日期要宣告為聖會的,乃是這些。」
5 Биринчи айниң он төртинчи күни гугумда Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш һейти» болиду.
「正月十四日,黃昏的時候,是耶和華的逾越節。
6 Шу айниң он бәшинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «петир нан» һейти болиду; силәр йәттә күнгичә петир нан йәйсиләр.
這月十五日是向耶和華守的無酵節;你們要吃無酵餅七日。
7 Биринчи күнидә силәр муқәддәс жиғилиш қилип, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
第一日當有聖會,甚麼勞碌的工都不可做;
8 Силәр йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқларни сунуп туруңлар. Йәттинчи күнидә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
要將火祭獻給耶和華七日。第七日是聖會,甚麼勞碌的工都不可做。」
9 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華對摩西說:
10 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр Мән өзүңларға тәқдим қилидиған зиминға кирип, униңдин һосул жиққиниңларда, һосулуңларниң дәсләпки пишқинидин бир бағламни каһинниң қешиға елип бериңлар.
「你曉諭以色列人說:你們到了我賜給你們的地,收割莊稼的時候,要將初熟的莊稼一捆帶給祭司。
11 Каһин силәр үчүн қобул болушқа уни Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун; уни пулаңлатқан вақит болса шабатниң әтиси болиду.
他要把這一捆在耶和華面前搖一搖,使你們得蒙悅納。祭司要在安息日的次日把這捆搖一搖。
12 Силәр уни пулаңлатқан күндә силәр бир яшқа киргән беҗирим бир қозини Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунуңлар;
搖這捆的日子,你們要把一歲、沒有殘疾的公綿羊羔獻給耶和華為燔祭。
13 шуниңға қошуп ашлиқ һәдийә сүпитидә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин бир әфаһниң ондин бирини Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунуңлар; буниңға қошуп шарап һәдийә сүпитидә шараптин бир һинниң төрттин бирини сунуңлар.
同獻的素祭,就是調油的細麵伊法十分之二,作為馨香的火祭,獻給耶和華。同獻的奠祭,要酒一欣四分之一。
14 Силәр Худайиңларға хас болған бу һәдийәни сунидиған күндин илгири [йеңи һосулдин] һеч немини, нә нан нә қомач нә көк баш болсун йемәңлар. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
無論是餅,是烘的子粒,是新穗子,你們都不可吃,直等到把你們獻給上帝的供物帶來的那一天才可以吃。這在你們一切的住處作為世世代代永遠的定例。」
15 Андин силәр шу шабат күнниң әтисидин, йәни шу бир бағламни пулаңлатма һәдийә сүпитидә сунған күнниң әтисидин тартип, йәттә һәптә санаңлар (улар толуқ һәптә болуши керәк);
「你們要從安息日的次日,獻禾捆為搖祭的那日算起,要滿了七個安息日。
16 йәттинчи шабатниң иккинчи күнигичә әллик күнни санаңлар; андин Пәрвәрдигарға атап йеңи [һосулдин] бир ашлиқ һәдийә сунуңлар.
到第七個安息日的次日,共計五十天,又要將新素祭獻給耶和華。
17 Өзүңлар туруватқан җайлардин пулаңлатма һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин иккисидә етилгән икки нанни елип кәлтүрүңлар; улар ечитқу селип етилгән болсун; булар Пәрвәрдигарға аталған дәсләпки һосул һәдийәси дәп һесаплиниду.
要從你們的住處取出細麵伊法十分之二,加酵,烤成兩個搖祭的餅,當作初熟之物獻給耶和華。
18 Нандин башқа йәнә бир яшлиқ йәттә беҗирим қоза, яш бир топақ вә икки қочқарни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунуңлар; уларға хас ашлиқ һәдийәлири вә шарап һәдийәлирини қошуп, һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүшкә сунулсун.
又要將一歲、沒有殘疾的羊羔七隻、公牛犢一隻、公綿羊兩隻,和餅一同奉上。這些與同獻的素祭和奠祭要作為燔祭獻給耶和華,就是作馨香的火祭獻給耶和華。
19 Буниңдин башқа силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текини, енақлиқ қурбанлиғи үчүн бир яшлиқ икки қозини кәлтүрүңлар;
你們要獻一隻公山羊為贖罪祭,兩隻一歲的公綿羊羔為平安祭。
20 каһин буларни, йәни шу икки қозини дәсләпки һосул нанлириға қошуп пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигар алдида пулаңлатсун. Булар болса Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс санилип, каһинға тәгсун.
祭司要把這些和初熟麥子做的餅一同作搖祭,在耶和華面前搖一搖;這是獻與耶和華為聖物歸給祭司的。
21 Шу күни силәр «бүгүн бизләргә муқәддәс жиғилиш болиду» дәп җакалаңлар; шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Бу силәр үчүн қәйәрдила турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
當這日,你們要宣告聖會;甚麼勞碌的工都不可做。這在你們一切的住處作為世世代代永遠的定例。
22 Етизиңниң булуң-пучқақлириғичә тамам жиғивалмаңлар, вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
「在你們的地收割莊稼,不可割盡田角,也不可拾取所遺落的;要留給窮人和寄居的。我是耶和華-你們的上帝。」
23 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
耶和華對摩西說:
24 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр йәттинчи айниң биринчи күни толуқ арам елип, канайлар челиниш билән әсләтмә йосунда һейт қилип, муқәддәс сорунларни түзүңлар.
「你曉諭以色列人說:七月初一,你們要守為聖安息日,要吹角作紀念,當有聖會。
25 У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған бир қурбанлиқ сунуңлар.
甚麼勞碌的工都不可做;要將火祭獻給耶和華。」
26 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華曉諭摩西說:
27 Йәттинчи айниң онинчи күни болса кафарәт күни болиду; у күн силәр үчүн муқәддәс жиғилиш күни болиду; шу күни нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқни сунуңлар;
「七月初十是贖罪日;你們要守為聖會,並要刻苦己心,也要將火祭獻給耶和華。
28 У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; чүнки у бир кафарәт күни болуп, шу күн өзүңлар үчүн Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида кафарәт қилинишқа бекитилгәндур.
當這日,甚麼工都不可做;因為是贖罪日,要在耶和華-你們的上帝面前贖罪。
29 Һәр ким шу күни нәпсини тартмай өзини төвән тутмиса өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
當這日,凡不刻苦己心的,必從民中剪除。
30 Кимдәким шу күндиму һәр қандақ бир иш қилса, Мән шу адәмни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
凡這日做甚麼工的,我必將他從民中除滅。
31 Шу күни һеч қандақ иш қилмаңлар; бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар бир әбәдий бәлгүлимә болиду.
你們甚麼工都不可做。這在你們一切的住處作為世世代代永遠的定例。
32 У күн силәр үчүн толуқ арам алидиған шабат күни болиду; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. Шу айниң тоққузинчи күни гугумдин тартип әтиси гугумғичә шабат күнигә риайә қилип арам елиңлар.
你們要守這日為聖安息日,並要刻苦己心。從這月初九日晚上到次日晚上,要守為安息日。」
33 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華對摩西說:
34 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап, йәттә күнгичә Пәрвәрдигарниң «кәпиләр һейти» болиду.
「你曉諭以色列人說:這七月十五日是住棚節,要在耶和華面前守這節七日。
35 Биринчи күндә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
第一日當有聖會,甚麼勞碌的工都不可做。
36 Йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар; сәккизинчи күндә силәргә муқәддәс жиғилиш болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар. Бу өзи тәнтәнилик жиғилиш болғач, у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
七日內要將火祭獻給耶和華。第八日當守聖會,要將火祭獻給耶和華。這是嚴肅會,甚麼勞碌的工都不可做。
37 Силәр «муқәддәс сорунлар болсун» дәп җакалайдиған, йәни Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар мана шулардур. Шу сорунларда силәр һәр қайси күнгә бекитилгини бойичә, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқ, йәни көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийә, башқа һәр хил қурбанлиқлар вә шарап һәдийәләрни сунисиләр;
「這是耶和華的節期,就是你們要宣告為聖會的節期;要將火祭、燔祭、素祭、祭物,並奠祭,各歸各日,獻給耶和華。
38 булардин башқа, Пәрвәрдигарниң шабат күнлирини тутисиләр вә Пәрвәрдигарға атап қалған һәдийәлириңларни берип, қәсәм қурбанлиқлириңларниң һәммисини ада қилип, ихтиярий қурбанлиқлириңларниң һәммисини сунисиләр.
這是在耶和華的安息日以外,又在你們的供物和所許的願,並甘心獻給耶和華的以外。
39 Силәр әнди зиминдин һосул-мәһсулатлирини жиғип болуп, йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап йәттә күн Пәрвәрдигарниң һейтини өткүзүңлар. Биринчи күни толуқ арам елиш болиду, сәккизинчи конидиму толуқ арам елиш болиду.
「你們收藏了地的出產,就從七月十五日起,要守耶和華的節七日。第一日為聖安息;第八日也為聖安息。
40 Биринчи күни силәр есил дәрәқләрдин шах-путақларни чатап, йәни хорма дәрәқлири билән қоюқ йопурмақлиқ дәрәқләрниң шахлирини кесип, ериқ бойидики сөгәт чивиқлирини қирқип Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида йәттә күнни шундақ шат-хурам өткүзисиләр.
第一日要拿美好樹上的果子和棕樹上的枝子,與茂密樹的枝條並河旁的柳枝,在耶和華-你們的上帝面前歡樂七日。
41 Силәр һәр жили бу йәттә күнни Пәрвәрдигарға атиған бир һейт сүпитидә өткүзүңлар; дәвирдин-дәвиргичә бу силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду. Силәр һейтни йәттинчи айда өткүзүңлар.
每年七月間,要向耶和華守這節七日。這為你們世世代代永遠的定例。
42 Йәттә күнгичә кәпиләрдә туруңлар. Исраилда туғулғанларниң һәммиси кәпидә турсун.
你們要住在棚裏七日;凡以色列家的人都要住在棚裏,
43 Буниң билән Мән Исраилларни Мисир зиминидин чиқарғинимда, уларни кәпиләрдә турғузғинимни әвлатлириңлар билиду. Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
好叫你們世世代代知道,我領以色列人出埃及地的時候曾使他們住在棚裏。我是耶和華-你們的上帝。」
44 Шундақ қилип Муса Пәрвәрдигарниң бекиткән шу һейтлирини Исраилларға баян қилди.
於是,摩西將耶和華的節期傳給以色列人。

< Лавийлар 23 >