< Лавийлар 21 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — Сән каһинлар болған Һарунниң оғуллириға мундақ дегин: — бир каһин өз хәлқиниң арисидики өлгәнләр вәҗидин өзини напак қилмисун.
2 Пәқәт өзиниң йеқин туққанлири үчүн — аниси билән атиси, оғли билән қизи вә ака-инисиниң өлүги түпәйлидин өзини напак қилса болиду;
3 шуниңдәк әгәр ача-сиңлиси әргә тәгмәй пак қиз һаләттә өзи билән биллә туруватқан болса, униң өлүги түпәйлидин өзини напак қилса болиду;
4 чүнки [каһин] өз хәлқиниң арисида мөтивәр болғачқа, өзини напак қилип булғимаслиғи керәк.
5 Каһинлар бешини йерим-ята қилип чүшүрмәслиги, сақилиниң уч-янлирини һәм чүшүрмәслиги, бәдинигиму зәхим йәткүзүп тилмаслиғи керәк,
6 бәлки улар өз Худасиға муқәддәс туруп, Худасиниң намини булғимаслиғи керәк; чүнки улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқларни, өз Худасиниң ненини суниду; шуңа улар муқәддәс болуши керәк.
7 Улар бир аялни өз әмригә алғанда паһишә аялниму, бузуқ аялниму алмаслиғи керәк вә ери қоювәткән аялниму алмисун. Чүнки каһин болса өз Худасиға хас муқәддәс қилинған.
8 У Худайиңниң ненини сунғини үчүн у саңа нисбәтән муқәддәс дәп санилиши керәк; чүнки силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүм муқәддәстурмән.
9 Әгәр бир каһинниң қизи паһишилик қилип өзини булғиған қилса, өз атисини булғиған болиду; у отта көйдүрүлсун.
10 Бешиға мәсиһләш зәйтун мейи төкүлгән, каһинлиқ кийимләрни кийишкә тикләнгән, өз қериндашлириниң арисида баш каһин қилинған киши ялаңбаш болмисун, кийимлириниму житмисун;
11 У йәнә һеч өлүккә йеқинлашмаслиғи керәк, һәтта атиси вә яки анисиниң өлүклириниң вәҗидин өзини напак қилмаслиғи керәк.
12 У [вәзиписидә туруватқанда] муқәддәс җайдин һәргиз айрилмисун вә шуниңдәк Худасиниң муқәддәс җайини булғимаслиғи керәк; чүнки униң Худасиниң уни Өзигә хас қилған «мәсиһләш мейи» униң бешида туриду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
13 У хотун алса пак қизни елиши керәк;
14 тул вә яки әрдин қоюветилгән аял вә яки бузуқ вә яки паһишә аял болса буларни алмаслиғи, бәлки өз хәлқидин болған пак қизни хотунлуққа елиши керәк.
15 Болмиса у өз хәлқиниң арисида өз уруғини напак қилиду; чүнки уни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Мәндурмән.
16 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
17 Сән Һарунға мундақ дегин: — «Әвлаттин-әвлатқичә сениң нәслиңдин болған бириси мәйип болса, Худаниң ненини сунуш үчүн йеқин кәлмисун;
18 мәйип болған һәр қандақ киши һәргиз йеқин кәлмисун — яки кор болсун, токур болсун, панақ болсун яки бир әзаси йәнә бир җүпидин узун болған адәм болсун,
19 пути яки қоли сунуқ болсун,
20 док болсун, парпа болсун, көзидә ақ болсун, қичишқақ болған болсун, тәмрәткә басқан болсун яки уруқдени езилгән һәр ким болсун,
21 Һарун каһинниң нәслидин болған ундақ мәйип кишиләрниң һеч бири Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған нәрсиләрни кәлтүрүшкә йеқин бармисун; ундақ киши мәйиптур; у өз Худасиниң ненини сунушқа йеқин кәлмисун.
22 Һалбуки, у өз Худасиниң ненини, йәни «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» һесапланған нәрсиләрниң һәр иккисидин йесун.
23 Пәқәт у пәрдидин өтүп ичкирисигә кирмәслиги яки қурбангаһқиму йеқин бармаслиғи керәк; чүнки у мәйиптур; болмиса, у Мениң муқәддәс җайлиримни булғиған болиду; чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән».
24 Бу сөзләрниң һәммисини Муса Һарун билән униң оғуллири вә Исраилларниң һәммисигә ейтип бәрди.