< Батур Һакимлар 2 >

1 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гилгалдин Бокимға келип: — Мән силәрни Мисирдин чиқирип, ата-бовилириңларға қәсәм қилип бәргән зиминға елип келип: «Мән силәр билән қилған әһдәмни әбәткичә бекар қилмаймән; 2 Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?! 3 Шуңа Мән [шу чағда] силәргә: «[Шундақ қилсаңлар] уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди. 4 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти. 5 Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди. 6 Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти. 7 Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму [Исраил] хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди. 8 Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди. 9 Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди. 10 Бу дәвирдикиләрниң һәммиси [өлүп] өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди. 11 Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти. 12 Улар өзлирини Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлап, әтрапидики таипиләрниң илаһлиридин болған ят илаһларға әгишип, уларға баш уруп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди. 13 Улар Пәрвәрдигарни ташлап, Баал вә Ашәраһларниң қуллуғиға киришти. 14 Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, харап қилинсун дәп, у уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға ташлап бәрди, йәнә әтрапидики дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң алдида баш көтирәлмиди. 15 Улар қәйәргә бармисун, Пәрвәрдигарниң қоли уларни апәт билән урди, худди Пәрвәрдигарниң дегинидәк, вә Пәрвәрдигарниң уларға қәсәм қилғинидәк, улар толиму азаплиқ һаләткә чүшүп қалди. 16 Андин Пәрвәрдигар [уларниң арисидин] батур һакимларни турғузди, улар [Исраилларни] талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутқузуп чиқти. 17 Шундақтиму, улар өз һакимлириға қулақ салмиди; әксичә улар ят илаһларға әгишип бузуқлуқ қилип, уларға баш уруп чоқунди; ата-бовилириниң маңған йолидин, йәни Пәрвәрдигарниң әмирлиригә итаәт қилиш йолидин тезла чиқип кәтти; улар һеч итаәт қилмиди. 18 Пәрвәрдигар қачаники улар үчүн батур һакимларни турғузса, Пәрвәрдигар һаман шу батур һаким билән биллә болатти, батур һакимниң һаят күнлиридә уларни дүшмәнлириниң қолидин қутқузуп чиқатти; чүнки уларни харлап әзгәнләр түпәйлидин көтирилгән аһ-зарларни аңлиған Пәрвәрдигар уларға ичини ағритатти. 19 Лекин батур һаким өлүп кетиши биләнла, улар арқисиға йенип, ят илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кирип, уларға баш урушуп, өзлирини ата-бовилиридинму зиядә булғайтти; улар нә шу қилмишлиридин тохтимайтти, нә өз җаһил йолидин һеч янмайтти. 20 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қаттиқ туташти, У: — «Бу хәлиқ Мән уларниң ата-бовилириға тапилиған әһдәмни бузуп, авазимға қулақ салмиғини үчүн, 21 буниңдин кейин Мән Йәшуа өлгәндә бу жутта қалдурған таипиләрдин һеч бирини уларниң алдидин қоғливәтмәймән; 22 буниңдики мәхсәт, Мән шулар арқилиқ Исраилниң уларниң ата-бовилири тутқандәк, Мән Пәрвәрдигарниң йолини тутуп маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән» — деди. 23 Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни нә дәрһалла зиминидин мәһрум қилип қоғливәтмиди нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди.

< Батур Һакимлар 2 >