< Батур Һакимлар 1 >

1 Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики, Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биздин ким авал чиқип Ⱪананийлар билән соқушсун? — дәп сориди. 2 Пәрвәрдигар сөз қилип: — Йәһуда чиқсун; мана, Мән зиминни униң қолиға тапшурдум, — деди. 3 У вақитта Йәһуда акиси Шимеонға: — Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң, мәнму саңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға сән билән биллә чиқип [соқушимән], девиди, Шимеон униң билән биллә чиқти. 4 Йәһуда у йәргә чиққанда, Пәрвәрдигар Ⱪананийлар вә Пәриззийләрни уларниң қолиға тапшурди. Шуниң билән улар Безәк дегән җайда уларни уруп қирип, он миң адимини өлтүрди. 5 Улар Безәктә Адони-Безәк дегән падиша билән учришип қелип, униң билән соқушуп Ⱪананийлар билән Пәриззийләрни уруп қирди. 6 Адони-безәк қачти, улар қоғлап берип, уни тутувелип, қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғини кесивәтти. 7 Шуниң билән Адони-Безәк: — Әйни чағда қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғи кесиветилгән йәтмиш падиша дәстихинимниң тегидики увақларни терип йегән еди. Мана әнди Худа мениң қилғанлиримни өзүмгә яндурди, деди. Андин улар уни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди. 8 Йәһудалар Йерусалимға һуҗум қилип шәһәрни ишғал қилди; улар у йәрдә олтарғучиларни қиличлап қирип, шәһәргә от қоювәтти. 9 Андин Йәһудалар чүшүп, тағлиқ район, җәнупдики Нәгәв вә Шәфәлаһ ойманлиғида туруватқан Ⱪананийлар билән соқушти. 10 Андин Йәһудалар Һеброндики Ⱪананийларға һуҗум қилип, Шешай, Аһиман вә Талмайларни уруп қирди (илгири Һеброн «Кириат-Арба» дәп атилатти). 11 Андин улар у йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбир «Кириат-Сәфәр» дәп атилатти). 12 Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди. 13 Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди. 14 Вә шундақ болдики, қиз [ятлиқ болуп] униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди. 15 У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин [қағҗирақ] йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди. 16 Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп «Һормилиқ Шәһәр»дин чиқип Арадниң җәнуп тәрипидики Йәһуда чөлигә берип, шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди. 17 Йәһуда болса акиси Шимеон билән биллә берип, Зәфат шәһиридә туруватқан Ⱪананийларни уруп қирип, шәһәрни мутләқ вәйран қилди; шуниң билән шәһәрниң исми «Хормаһ» дәп аталған. 18 Андин Йәһудалар Газа билән униң әтрапини, Ашкелон билән униң әтрапини, Әкрон билән униң әтрапини егилиди. 19 Пәрвәрдигар Йәһуда билән биллә болғач, улар тағлиқ жутни мәғлуп қилип алди; лекин җилғидикиләрни болса, уларниң төмүр җәң һарвулири болғачқа, уларни зиминидин қоғливетәлмиди. 20 Улар Мусаниң буйруғинидәк Һебронни Каләбкә бәрди. Шуниң билән Каләб Анакниң үч оғлини у йәрдин қоғливәтти. 21 Лекин Биняминлар болса Йерусалимда олтириватқан Йәбусийларни қоғлап чиқириветәлмиди; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Биняминлар билән Йерусалимда биллә турмақта. 22 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлгә һуҗум қилди; Пәрвәрдигар улар билән биллә еди. 23 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлниң әһвалини билип келишкә чарлиғучиларни әвәтти (илгири шәһәрниң нами Луз еди). 24 Чарлиғучилар шәһәрдин бир кишиниң чиқип келиватқинини байқап униңға: — Шәһәргә киридиған йолни бизгә көрситип қойсаң, саңа шапаәт көрситимиз, — деди. 25 Шуниң билән шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди. Улар берип шәһәрдикиләрни уруп қиличлиди; лекин у адәм билән аилисидикиләрни аман қойди. 26 У адәм кейин Һиттийларниң зиминиға берип, шу йәрдә бир шәһәр бәрпа қилип, намини Луз дәп атиди. Та бүгүнгичә униң нами шундақ аталмақта. 27 Лекин Манассәһләр болса Бәйт-Шеанни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни, Таанақни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни ишғал қилмиди; улар Дор вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Иблеам вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Мегиддо вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни қоғливәтмиди, зиминни алмиди; Ⱪананийлар шу зиминда туруверишкә бәл бағлиған еди. 28 Исраил барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин пүтүнләй қоғливәтмиди. 29 Әфраимларму Гәзәрдә туруватқан Ⱪананийларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар Гәзәрдә улар билән биллә туривәрди. 30 Зәбулун нә Қитронда туруватқанларни нә Наһалолда туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар уларниң арисида олтирақлишип, уларға һашарчи мәдикар болди. 31 Ашир болса нә Аккода туруватқанларни нә Зидонда туруватқанларни қоғливәтмиди, шундақла Аһлаб, Ақзиб, Һәлбаһ, Афәк Рәһобларда туруватқанларниму қоғливәтмиди. 32 Шуниң билән Аширлар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; улар Ⱪананийларни өз йеридин қоғливәтмиди. 33 Нафталилар нә Бәйт-Шәмәштә туруватқанларни нә Бәйт-Анатта туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән улар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анаттики хәлиқ уларға һашарчи мәдикар болди. 34 Аморийлар Данларни тағлиқ районға мәҗбурий һайдап чиқириветип, уларни җилға-түзләңликкә чүшүшкә йол қоймиди. 35 Аморийлар Һәрәс теғи, Айҗалон вә Шаалбимда туруверишкә нийәт бағлиған еди; лекин Йүсүп җәмәтиниң қоли күчәйгәндә, Ⱪананийлар уларға һашарчи мәдикар болди. 36 Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти.

< Батур Һакимлар 1 >