< Йәшуа 24 >

1 Андин Йәшуа Исраилниң һәммә қәбилилирини Шәкәмгә жиғип, Исраилниң ақсақаллири, башлиқлири, һаким-сотчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирди; улар өзлирини Худаниң һозуриға һазир қилғанда
ヨシュアは、イスラエルのすべての部族をシケムに集め、イスラエルの長老、かしら、さばきびと、つかさたちを召し寄せて、共に神の前に進み出た。
2 Йәшуа пүткүл хәлиққә: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар: — «Қедимки заманда ата-бовилириңлар, җүмлидин Ибраһим билән Наһорниң атиси Тәраһ дәрияниң у тәрипидә олтиратти; улар башқа илаһларниң қуллуғида болатти.
そしてヨシュアはすべての民に言った、「イスラエルの神、主は、こう仰せられる、『あなたがたの先祖たち、すなわちアブラハムの父、ナホルの父テラは、昔、ユフラテ川の向こうに住み、みな、ほかの神々に仕えていたが、
3 Лекин Мән атаңлар Ибраһимни дәрияниң у тәрипидин елип келип, уни башлап пүткүл Қанаан зиминини айландуруп, униң нәслини көпәйтип униңға Исһақни бәрдим.
わたしは、あなたがたの先祖アブラハムを、川の向こうから連れ出して、カナンの全地を導き通り、その子孫を増した。わたしは彼にイサクを与え、
4 Андин Мән Исһаққа Яқуп билән Әсавни бәрдим; Әсавға Сеир тағлиқ районини тәвәлик қилип бәрдим, Яқуп билән оғуллири болса Мисирға чүшүп барди.
イサクにヤコブとエサウを与え、エサウにはセイルの山地を与えて、所有とさせたが、ヤコブとその子供たちはエジプトに下った。
5 Кейинрәк Мән Муса билән Һарунни әвәтип, Мисирлиқлар арисида әмәллирим билән уларға дәһшәтлик вабаларни чүшүрдум; андин силәрни шу йәрдин елип чиқтим.
わたしはモーセとアロンをつかわし、またエジプトのうちに不思議をおこなって、これに災を下し、その後あなたがたを導き出した。
6 Мән бу тәриқидә ата-бовилириңларни Мисирдин елип чиқип, улар [Қизил] Деңизға йетип кәлгинидә, мисирлиқлар җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири билән ата-бовилириңларни қоғлап деңизғичә кәлди.
わたしはあなたがたの父たちを、エジプトから導き出し、あなたがたが海にきたとき、エジプトびとは、戦車と騎兵とをもって、あなたがたの父たちを紅海に追ってきた。
7 Исраиллар шуан Пәрвәрдигарға нида қиливиди, У силәр билән Мисирлиқларниң арисиға тум қараңғулуқ чүшүрди; андин деңизни уларниң үстигә бастуруп япти. Силәр Өз көзлириңлар билән Мениң Мисирда немә қилғинимни көрдүңлар; андин силәр узун вақитқичә чөлдә турдуңлар.
そのとき、あなたがたの父たちが主に呼ばわったので、主は暗やみをあなたがたとエジプトびととの間に置き、海を彼らの上に傾けて彼らをおおわれた。あなたがたは、わたしがエジプトでしたことを目で見た。そして長い間、荒野に住んでいた。
8 Кейинрәк Мән силәрни Иордан дәриясиниң у тәрипидә турған Аморийларниң зиминиға башлап кәлдим; улар силәр билән соқушқанда мән уларни қолуңларға берип, силәр уларниң зиминини егилидиңлар. Мән уларни алдиңлардин йоқитивәттим.
わたしはまたヨルダンの向こう側に住んでいたアモリびとの地に、あなたがたを導き入れた。彼らはあなたがたと戦ったので、わたしは彼らをあなたがたの手に渡して、彼らの地を獲させ、彼らをあなたがたの前から滅ぼし去った。
9 У вақитта Моабниң падишаси, Зиппорниң оғли Балақ қопуп, Исраил билән җәңгә чүшти вә силәрни қарғаш үчүн Беорниң оғли Балаамни чақирип кәлди;
ついで、モアブの王チッポルの子バラクが立って、イスラエルに敵し、人をつかわし、ベオルの子バラムを招き、あなたがたをのろわせようとしたが、
10 лекин Мән Балаамниң сөзигә қулақ салмидим; шуниң билән у силәргә қайта-қайта бәхит-бәрикәт тилиди вә Мән силәрни [Балақниң] қолидин қутқуздум.
わたしがバラムに聞こうとしなかったので、彼は、かえって、あなたがたを祝福した。こうしてわたしは彼の手からあなたがたを救い出した。
11 Кейинрәк силәр Иордан дәриясидин өтүп Йерихоға барғанда Йерихониң адәмлири Аморийлар, Пәриззийләр, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Гиргашийлар, Һивийлар вә Йәбусийлар силәр билән урушқа қопқини билән Мән уларни қолуңларға тапшуруп бәрдим;
そしてあなたがたは、ヨルダンを渡って、エリコにきたが、エリコの人々はあなたがたと戦い、アモリびと、ペリジびと、カナンびと、ヘテびと、ギルガシびと、ヒビびと、およびエブスびとも、あなたがたと戦ったが、わたしは彼らをあなたがたの手に渡した。
12 Мән алдиңларға сериқ һәрини әвәттим, сериқ һәрә Аморийларниң иккила падишасини һайдивәткәндәк уларниму һайдивәтти; бу иш силәрниң қиличиңлар яки оқяйиңлар билән болмиди.
わたしは、あなたがたの前に、くまばちを送って、あのアモリびとのふたりの王を、あなたがたの前から追い払った。これはあなたがたのつるぎ、または、あなたがたの弓によってではなかった。
13 Мән силәргә өз қолуңлар билән әмгәк сиңдүрмигән бир зиминни, өзүңлар ясимиған шәһәрләрни бәрдим, вә силәр шуларда макан қилдиңлар; өзүңлар тикмигән үзүмзарлиқлар билән зәйтунзарлиқлардин мевилирини йәватисиләр» дәйду, — деди.
そしてわたしは、あなたがたが自分で労しなかった地を、あなたがたに与え、あなたがたが建てなかった町を、あなたがたに与えた。そしてあなたがたはいまその所に住んでいる。あなたがたはまた自分で作らなかったぶどう畑と、オリブ畑の実を食べている』。
14 — Шуңа әнди силәр Пәрвәрдигардин қорқуп ихласмәнлик вә һәқиқәт ичидә униң ибадитидә болуңлар; ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә вә Мисирда чоқунған илаһларни ташлап, пәқәт Пәрвәрдигарниң қуллуғида болуңлар.
それゆえ、いま、あなたがたは主を恐れ、まことと、まごころと、真実とをもって、主に仕え、あなたがたの先祖が、川の向こう、およびエジプトで仕えた他の神々を除き去って、主に仕えなさい。
15 Лекин әгәр Пәрвәрдигарниң ибадити силәргә яман көрүнсә, кимгә ибадәт қилидиғиниңларни талливелиңлар — мәйли ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә турғанда чоқунған илаһлар болсун яки силәр туруватқан зиминдики Аморийларниң илаһлири болсун, уларни таллаңлар; лекин мән билән өйүмдикиләр болсақ Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
もしあなたがたが主に仕えることを、こころよしとしないのならば、あなたがたの先祖が、川の向こうで仕えた神々でも、または、いまあなたがたの住む地のアモリびとの神々でも、あなたがたの仕える者を、きょう、選びなさい。ただし、わたしとわたしの家とは共に主に仕えます」。
16 Хәлиқ җавап берип: — Пәрвәрдигарни тәрк етип башқа илаһларниң ибадитидә болуш биздин нери болсун!
その時、民は答えて言った、「主を捨てて、他の神々に仕えるなど、われわれは決していたしません。
17 Чүнки биз билән ата-бовилиримизни «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип, көзимизниң алдида бу чоң мөҗизилик аламәтләрни көрситип, қайси йолда маңмайли, қайси хәлиқниң арисидин өтмәйли, бизни сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиз Өзидур!
われわれの神、主がみずからわれわれと、われわれの先祖とを、エジプトの地、奴隷の家から導き上り、またわれわれの目の前で、あの大いなるしるしを行い、われわれの行くすべての道で守り、われわれが通ったすべての国民の中でわれわれを守られたからです。
18 Пәрвәрдигар бу зиминда турған барлиқ таипиләрни, җүмлидин Аморийларни алдимиздин қоғливәтти; шуңа бизму Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз; чүнки У бизниң Тәңримиздур! — деди.
主はまた、この地に住んでいたアモリびとなど、すべての民を、われわれの前から追い払われました。それゆえ、われわれも主に仕えます。主はわれわれの神だからです」。
19 Йәшуа хәлиққә: — Силәр Пәрвәрдигарниң ибадитидә болалмайсиләр, чүнки У муқәддәс бир Худадур; У вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Тәңри болғачқа, итаәтсизликлириңлар билән гуналириңларни кәчүрәлмәйду.
しかし、ヨシュアは民に言った、「あなたがたは主に仕えることはできないであろう。主は聖なる神であり、ねたむ神であって、あなたがたの罪、あなたがたのとがを、ゆるされないからである。
20 Әгәр силәр Пәрвәрдигарни ташлап, ят илаһларға чоқунған болсаңлар Уму силәрдин йүз өрүп, силәргә яхшилиқ қилип кәлгәнниң орнида силәргә бала кәлтүрүп йоқитиду, — деди.
もしあなたがたが主を捨てて、異なる神々に仕えるならば、あなたがたにさいわいを下されたのちにも、ひるがえってあなたがたに災をくだし、あなたがたを滅ぼしつくされるであろう」。
21 Лекин хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Һәргиз ундақ болмайду! Биз Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
民はヨシュアに言った、「いいえ、われわれは主に仕えます」。
22 Буни аңлап Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларниң Пәрвәрдигарни, Униң ибадитидә болушни таллиғанлиғиңларға өз-өзүңларға гувачи болдуңлар, девиди, улар: — Өзимиз гува! — дәп җавап беришти.
そこでヨシュアは民に言った、「あなたがたは主を選んで、主に仕えると言った。あなたがたみずからその証人である」。彼らは言った、「われわれは証人です」。
23 У: — Ундақ болса әнди араңлардики ят илаһларни чиқирип ташливетип, көңлүңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға интилидиған қилиңлар, деди.
ヨシュアはまた言った、「それならば、あなたがたのうちにある、異なる神々を除き去り、イスラエルの神、主に、心を傾けなさい」。
24 Хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Биз Пәрвәрдигар Худайимизниң ибадитидә болуп, униң авазиғила қулақ салидиған болимиз, деди.
民はヨシュアに言った、「われわれの神、主に、われわれは仕え、その声に聞きしたがいます」。
25 Шуниң билән Йәшуа у күни хәлиқ билән әһдә бағлишип, Шәкәмдә улар үчүн һөкүм-бәлгүлимиләрни тохтитип бәрди.
こうしてヨシュアは、その日、民と契約をむすび、シケムにおいて、定めと、おきてを、彼らのために設けた。
26 Андин Йәшуа бу һәммә сөзләрни Пәрвәрдигарниң қанун китавиға пүтүп, йоған бир ташни елип келип, уни Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайиниң йенидики дуб дәриғиниң астиға тикләп қойди.
ヨシュアはこれらの言葉を神の律法の書にしるし、大きな石を取って、その所で、主の聖所にあるかしの木の下にそれを立て、
27 Андин Йәшуа хәлиққә: — Мана бу таш болса бизгә гува болуп туриду; чүнки у Пәрвәрдигарниң бизгә қилған һәммә сөзлирини аңлап турди; у Пәрвәрдигар Худайиңлардин танмаслиғиңлар үчүн үстүңларда гувачи болуп туриду, — деди.
ヨシュアは、すべての民に言った、「見よ、この石はわれわれのあかしとなるであろう。主がわれわれに語られたすべての言葉を、聞いたからである。それゆえ、あなたがたが自分の神を捨てることのないために、この石が、あなたがたのあかしとなるであろう」。
28 Йәшуа шуларни дәп хәлиқни йолға селип, һәр бирини өз мирас йеригә яндурди.
こうしてヨシュアは民を、おのおのその嗣業の地に帰し去らせた。
29 Бу ишлардин кейин Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
これらの事の後、主のしもべ、ヌンの子ヨシュアは百十歳で死んだ、
30 Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
人々は彼をその嗣業の地のうちのテムナテ・セラに葬った。テムナテ・セラは、エフライムの山地で、ガアシ山の北にある。
31 Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә мөҗизилик әмәллирини убдан билидиған ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму Исраил Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди.
イスラエルはヨシュアの世にある日の間、また主がイスラエルのために行われたもろもろのことを知っていて、ヨシュアのあとに生き残った長老たちが世にある日の間、つねに主に仕えた。
32 Йүсүпниң сүйәклирини болса, Исраиллар уларни Мисирдин елип кәлгән еди. Улар буларни Шәкәмгә елип берип, Яқуп Шәкәмниң атиси Һаморниң оғуллиридин йүз кәситаһ күмүчкә сетивалған йәрдә дәпнә қилди. Шу йәр Йүсүпләрниң мирас үлүши болуп қалди.
イスラエルの人々が、エジプトから携え上ったヨセフの骨は、むかしヤコブが銀百枚で、シケムの父ハモルの子らから買い取ったシケムのうちの地所の一部に葬られた。これはヨセフの子孫の嗣業となった。
33 Һарунниң оғли Әлиазарму вапат болди; улар уни оғли Финиһасқа мирас қилип берилгән Әфраимниң тағлиқ районидики Гибеаһ дегән җайда дәпнә қилди.
アロンの子エレアザルも死んだ。人々は彼を、その子ピネハスに与えられた町で、エフライムの山地にあるギベアに葬った。

< Йәшуа 24 >