< Йәшуа 2 >
1 Андин кейин Нунниң оғли Йәшуа икки чарлиғучини Шиттимдин әвәтип уларға: — Силәр берип у зиминни, болупму Йерихо шәһирини чарлап келиңлар, деди. Шуниң билән улар у йәргә берип, Раһаб атлиқ бир паһишиниң өйигә кирип қонди.
2 Лекин бириси келип Йерихо падишасиға: — Бүгүн кечә Исраиллардин бир нәччә киши бу зиминни чарлиғили кәпту, дәп хәвәр йәткүзди.
3 Шуниң билән Йерихо падишаси Раһабниң қешиға адәм әвәтип: — Сениң қешиңға келип, өйүңгә киргән шу кишиләрни бизгә тапшуруп бәргин, чүнки улар бу зиминниң һәр йерини пайлиғили кәпту, — деди.
4 Лекин у аял у икки кишини елип чиқип йошуруп қойған еди; у җавап берип: — Дәрвәқә бу кишиләр мениң қешимға кәлди, лекин мән уларниң нәдин кәлгәнлигини билмидим;
5 қараңғу чүшүп, қовуқни етидиған вақит кәлгәндә шундақ болдики, бу адәмләр чиқип кәтти. Мән уларниң қәйәргә кәткинини билмәймән. Уларни тездин қоғлисаңлар, чоқум йетишивалисиләр, — деди.
6 Лекин у аял уларни өгүзгә елип чиқип, өгүзниң үстидә рәтләп йейип қойған зиғир пахаллириниң астиға йошуруп қойған еди.
7 У вақитта уларниң кәйнидин издәп қоғлиғучилар Иордан дәриясиниң йоли билән чиқип дәрия кечиклиригичә қоғлап барди. Уларни қоғлиғучилар шәһәрдин чиқиши биләнла, шәһәрниң қовуқи тақалди.
8 Шу вақитта, у иккилән техи ухлашқа ятмиған еди, Раһаб өгүзгә чиқип уларниң қешиға берип
9 уларға: — Пәрвәрдигарниң бу зиминни силәргә мирас қилип бәргәнлигини, шундақла силәрдин болған вәһимәңлар бизләргә чүшүп, бу зиминдикиләрниң һәммиси алдиңларда һалидин кетәй дегинини билимән;
10 чүнки биз силәр Мисирдин чиққиниңларда Пәрвәрдигарниң алдиңларда Қизил Деңизни қорутқанлиғини, шундақла силәрниң Иордан дәриясиниң у тәрипидики Аморийларниң икки падишаси Сиһон билән Огни қандақ қилғанлиғиңларни, уларни мутләқ йоқатқанлиғиңларни аңлидуқ.
11 Буни аңлап жүригимиз су болуп, силәрниң сәвәвиңлардин һәр қайсимизниң роһи чиқип кәтти. Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар болса жуқурида, асманларниң һәмдә төвәндә йәрниң Худасидур.
12 Әнди силәрдин өтүнимәнки, мән силәргә көрсәткән һиммитим үчүн силәрму мениң атамниң җәмәтигә һиммәт қилишқа Пәрвәрдигарниң нами билән маңа қәсәм қилиңлар, шундақла ата-анамни, ака-ука, ача-сиңил қериндашлиримни вә уларға тәвә барлиғиға чеқилмаслиғиңлар, җенимизни тирик қалдуруп, өлүмдин қутқузушуңлар тоғрисида маңа бир капаләт бәлгүсини бериңлар, — деди.
13
14 Иккилән униңға: — Әгәр сән бу ишимизни ашкарилап қоймисаң, силәр җениңлардин айрилсаңлар, бизму җенимиздин айрилғаймиз! Шуниңдәк шундақ болидуки, Пәрвәрдигар бизгә бу зиминни егә қилғузғанда, биз җәзмән силәргә меһриванларчә вә сәмимий муамилидә болимиз, деди.
15 Шуниң билән аял уларни пәнҗиридин бир тана билән чүшүрүп қойди (чүнки униң өйи шәһәрниң сепилида болуп, у сепилниң үстидә олтиратти).
16 Аял у иккисигә: — Қоғлиғучилар силәргә учрап қалмаслиғи үчүн, таққа чиқип, у йәрдә үч күн йошурунуп туруңлар; қоғлиғучилар шәһәргә қайтип кәлгәндин кейин, андин силәр өз йолуңларға маңсаңлар болиду, — деди.
17 Иккиси аялға: — Әгәр сән бизниң дегинимиздәк қилмисаң, сән бизгә қилғузған қәсәмдин халас болимиз: —
18 Мана, биз зиминға киргән чағда, сән бизни чүшүрүшкә ишләткән бу қизил танини пәнҗиригә бағлап қойғин; андин ата-анаңни, ака-ука қериндашлириңни, шундақла атаңниң барлиқ җәмәтидикиләрни өйүңгә, өзүңгә жиғип җәм қилғин.
19 Шундақ болидуки, өйүңниң ишиклиридин ташқириға чиққан һәр киминиң қени өз бешида болиду; биз униңға мәсъул әмәсмиз; лекин бирәв өйүңдә сән билән биллә болған бирисиниң үстигә қол салса, ундақта униң қени бизниң бешимизға чүшкәй!
20 Әгәр сән бу ишимизни ашкарилап қойсаң, сән бизгә қилғузған бу қәсәмдин халас болимиз, — деди.
21 Раһаб җавап берип: — Силәрниң дегиниңләрдәк болсун дәп, уларни йолға селип қойди. Улар кәткәндин кейин, аял пәнҗиригә у қизил танини бағлап қойди.
22 У иккиси у йәрдин айрилип, таққа чиқип, қоғлиғучилар [шәһәргә] қайтип кәткичә у йәрдә үч күн турди. Қоғлиғучилар йол бойидики һәммә йәрни издәпму уларни тапалмиди.
23 Андин бу иккиси тағдин чүшүп, қайтип маңди; улар дәриядин өтүп, Нунниң оғли Йәшуаниң қешиға келип, бешидин кәчүргәнлириниң һәммисини униңға дәп бәрди.
24 Улар Йәшуаға: — Пәрвәрдигар дәрвәқә барлиқ зиминни қолимизға тапшурди; зиминда туруватқанларниң һәммиси бизниң түпәйлимиздин роһи чиқип кәтти, — деди.