< Йәшуа 16 >

1 Йүсүпниң әвлатлириға чәк ташлинип чиққан мирас зимин болса Йерихоға туташ болған Иордан дәриясидин тартип, Йерихониң шәриқ тәрипидики көлләргичә болған жутлар вә Йериходин чиқип, чөлдин өтүп Бәйт-Әлниң тағлиқ райониға созулған жутлар еди.
Yüsüpning ewladlirigha chek tashlinip chiqqan miras zémin bolsa Yérixogha tutash bolghan Iordan deryasidin tartip, Yérixoning sherq teripidiki köllergiche bolghan yurtlar we Yérixodin chiqip, chöldin ötüp Beyt-Elning taghliq rayonigha sozulghan yurtlar idi.
2 Чегариси Бәйт-Әлдин тартип Лузға, андин Аркийларниң чегарисидики Атаротқа йетип,
Chégrisi Beyt-Eldin tartip Luzgha, andin Arkiylarning chégrisidiki Atarotqa yétip,
3 андин ғәрип тәрипигә берип, Яфләтийләрниң чегарисиға тутишуп, Астин Бәйт-Һоронниң четигә чүшүп, Гәзәргә берип деңизда ахирлишатти.
andin gherb teripige bérip, Yafletiylerning chégrisigha tutishup, Astin Beyt-Horonning chétige chüshüp, Gezerge bérip déngizda axirlishatti.
4 Йүсүпниң әвлатлири, йәни Манассәһ билән Әфраимлар еришкән мирас үлүши мана шу еди.
Yüsüpning ewladliri, yeni Manasseh bilen Efraimlar érishken miras ülüshi mana shu idi.
5 Әфраимларниң җәмәт-аилири бойичә алған зимининиң чегариси төвәндикидәк: — мирас зиминниң шәриқ тәрәптики чегариси Атарот-Аддардин тартип үстүн Бәйт-Һоронғичә йетип,
Efraimlarning jemet-ailiri boyiche alghan zéminining chégrisi töwendikidek: — miras zéminning sherq tereptiki chégrisi Atarot-Addardin tartip üstün Beyt-Horon’ghiche yétip,
6 андин деңизға берип шималға қарап Микмитатқа чиқти; андин йәнә шәриқ тәрипидики Таанат-Шилоһқа қайрилип, униңдин өтүп шәриқ тәрәпкә қарап Яноаһқа,
andin déngizgha bérip shimalgha qarap Mikmitatqa chiqti; andin yene sherq teripidiki Taanat-Shilohqa qayrilip, uningdin ötüp sherq terepke qarap Yanoahqa,
7 Яноаһдин чүшүп Атарот билән Нааратқа йетип, Йерихоға тутишип Иордан дәриясиға чиқти.
Yanoahdin chüshüp Atarot bilen Naaratqa yétip, Yérixogha tutiship Iordan deryasigha chiqti.
8 Чегара Таппуаһдин ғәрип тәрәпкә чиқип Канаһ еқиниғичә берип, деңизға йетип аяқлашти. Әфраимниң қәбилисигә, йәни уларниң җәмәт-аилилиригә тәккән мирас үлүши шу еди.
Chégra Tappuahdin gherb terepke chiqip Kanah éqinighiche bérip, déngizgha yétip ayaghlashti. Efraimning qebilisige, yeni ularning jemet-aililirige tegken miras ülüshi shu idi.
9 Буниңдин башқа Әфраимлар үчүн Манассәһниң мирасиниң оттурисида бир нәччә шәһәрләр айрилған еди; бу айрилған шәһәрләрниң һәммиси қарашлиқ кәнт-қишлақлири билән қошулған еди.
Buningdin bashqa Efraimlar üchün Manassehning mirasining otturisida birnechche sheherler ayrilghanidi; bu ayrilghan sheherlerning hemmisi qarashliq kent-qishlaqliri bilen qoshulghanidi.
10 Амма [Әфраимлар] Гәзәрдә олтиришлиқ Ⱪананийларни қоғливәтмигән еди; шуңа Ⱪананийлар та бүгүнгичә Әфраимниң арисида туруп, мәхсус һашарчи мәдикарлар болуп турмақта.
Emma [Efraimlar] Gezerde olturushluq Qanaaniylarni qoghliwetmigenidi; shunga Qanaaniylar ta bügün’giche Efraimning arisida turup, mexsus hasharchi medikarlar bolup turmaqta.

< Йәшуа 16 >