< Йәшуа 12 >

1 Исраил Иордан дәриясиниң у тәрипидә, йәни күн чиқиш тәрипидә [икки] падишани өлтүрди. Улар уларниң зиминини, йәни Арнон дәриясидин тартип Һәрмон тағлиғиға туташқан зимин билән шәриқ тәрәптики барлиқ Арабаһ түзләңлигини егилиди. Шу [икки] падишалар болса: — 2 [бирси] Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһон; у Ароәр (Ароәр Арнон дәриясиниң бойида) вә Арнон җилғисидики шәһәрдин тартип, Гилеадниң йеримини өз ичигә алған Яббок дәриясиғичә (бу Аммонийларниң чегариси еди) болған йәрләрдә сәлтәнәт қилатти; 3 у сәлтәнәт қилған зимин йәнә шәриқ тәрәптики Киннәрот деңизидин тартип Арабаһ деңизиғичә, йәни Шор деңизиғичә созулған Арабаһ түзләңлигини, шундақла шәриқ тәрәптики Бәйт-Йәшимотқа баридиған йолни вә җәнуп тәрипидә Писгаһ теғиниң даванлириниң четигичә созулған зиминни өз ичигә алатти. 4 Униңдин башқа Исраил Башан падишаси Огниң зиминини алди; у Рәфайийлар [дейилидиған гигантларниң] қалдуғидин бири еди (улар Аштарот вә Әдрәйдә туратти). 5 У Һәрмон теғидики жутларға, Салкаһ вә пүткүл Башан зиминиға, йәни Гәшурийлар билән Маакатийларниң чегарисиғичә, шуниңдәк Гилеадниң йеримиға, таки Һәшбонниң падишаси Сиһонниң чегарисиғичә сәлтәнәт қилатти. 6 Пәрвәрдигарниң қули болған Муса билән Исраиллар буларға һуҗум қилип мәғлуп қилған еди вә Пәрвәрдигарниң қули Муса шу зиминни Рубәнләргә, Гадларға вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәргән еди. 7 Төвәндикиләр Йәшуа билән Исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидә һуҗум қилип мәғлуп қилған падишалардур; уларниң зиминлири Ливан җилғисидики Баал-Гадтин тартип, Сеирниң даванлириниң йенидики Һалак теғиғичә болған зиминлардин ибарәт еди. Йәшуа бу зиминларни Исраилниң қошун-қәбилилири бойичә уларға мирас қилип бәрди, 8 җүмлидин тағлиқ жутни, Шәфәлаһ ойманлиғини, Арабаһ түзләңлигини, егизликтики даванларни, чөллүкни вә җәнуптики Нәгәв зиминини, Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зиминлирини бөлүп бәрди: — 9 Уларниң падишалириниң бири Йерихониң падишаси, бири Бәйт-Әлниң йенидики Айиниң падишаси, 10 бири Йерусалимниң падишаси, бири Һебронниң падишаси, 11 бири Ярмутниң падишаси, бири Лақишниң падишаси, 12 бири Әглонниң падишаси, бири Гәзәрниң падишаси, 13 бири Дәбирниң падишаси, бири Гәдәрниң падишаси, 14 бири Хормаһниң падишаси, бири Арадниң падишаси, 15 бири Либнаһниң падишаси, бири Адулламниң падишаси, 16 бири Маккәдаһниң падишаси, бири Бәйт-Әлниң падишаси, 17 бири Таппуаһниң падишаси, бири Һәфәрниң падишаси, 18 бири Афәкниң падишаси, бири Лашаронниң падишаси, 19 бири Мадонниң падишаси, бири Һазорниң падишаси, 20 бири Шимрон-Мәронниң падишаси, бири Ақсафниң падишаси, 21 бири Таанақниң падишаси, бири Мәгиддониң падишаси, 22 бири Кәдәшниң падишаси, бири Кармәлниң йенидики Йокнеамниң падишаси, 23 бири Дор егизлигидики Дорниң падишаси, бири Гойимниң падишаси, 24 бири Тирзаһниң падишаси болуп, җәмий оттуз бир падиша еди.

< Йәшуа 12 >